Хитай америка президентиниң агаһландурушиға қаримай 125 пирсәнт таможна беҗи қойди
2025.04.11
Америка президенти доналд трамп чаршәнбә күни хитайниң таможна беҗи мәсилисини башқа дөләтләргә охшаш сөһбәт билән һәл қилишниң орниға америкаға 84 пирсәнт таможна беҗи қойғанлиқи үчүн американиң хитайға қойған беҗини 125 пирсәнткә өстүргән иди. Америка һөкүмитиниң хитайға қойған таможна беҗи 10-апрелдин тартип рәсмий күчкә игә болуп, ақ сарай әмәлдариниң пәйшәнбә күни билдүрүшичә американиң хитайға қойған баҗниң омумий сани һазир 145 пирсәнткә йәткән. Бу сан америка президенти трамп чаршәнбә күни хитайға қарши елан қилған 125 пирсәнттин йәнә 20 пирсәнт юқири иди.
Америка билән хитай арисидики таможна беҗи уруши барғансери кәскинлишиватқан бир вақитта, хитай һөкүмити җүмә күни өзиниң йәнә америкаға қарши таможна беҗини 125 пирсәнткә өстүргәнликини елан қилди. Хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси лин җән җүмә күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида, “сода яки таможна беҗи урушида ғәлибә қазинидиған тәрәп болмайду. Хитай тәрәп сода уруш қилишни халимайду, әмма униңдинму қорқуп кәтмәйду” дәп билдүргән.
Хитай ташқи ишлар министерликиниң баянатчилири хитайниң америкаға қарши күрәш қилиш ирадисиниң әзәлдин күчлүкликини ипадиләш үчүн бир қанчә күндин бери өзиниң даһиси дәп қарилидиған мав зедоңниң әйни заманда американи һақарәтләп “америка болса бир қәғәз йолвас” дегән қисқа син филимини иҗтимаий тор бәтләрдә кәң тарқатти.
“CNN” ниң хәвиригә қариғанда, америка һөкүмәт әмәлдарлири җүмә күни хитай өзиниң америкаға қаратқан таможна беҗини 125 пирсәнткә чиқириштин бурун хитайниң бундақ қилишини қаттиқ агаһландурған икән. Хәвәрдә ейтилишичә, америка һөкүмәт әмәлдарлири йәнә хитай рәиси ши җинпиңниң президент трамп билән телефонда көрүшүш тәклипини оттуриға қоюшини дәвәт қилған икән. Ши җинпиң бундақ қилишниң орниға нәқ америка арзу қилғанниң тәтүрини қилған.
Хитайниң зувани болған шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ши җинпиң келәр һәптиниң бешидин башлап шәрқий җәнубий асия дөләтлиридә 3 күн зиярәттә болуп, уларниң қоллишини қолға кәлтүрмәкчи икән. Ши җинпиң дүшәнбә күни башлинидиған бу сәпиридә ветнам, малайсийә вә камбодийәләрни зиярәт қилидикән.
Хитай һөкүмити җүмә күни өзиниң америкаға қойған таможна беҗини 125 пирсәнткә өстүргәндин кейин, америка техи буниңға қарши бир һәрикәт қолланмиди. Америка президенти трампниң йәнә хитайға қоюлған таможна беҗини йәнә юқириға көтүрүши яки көтүрмәслики һазирчә ениқ әмәс. Әмма америкадики бәзи анализчилар американиң хитайға қойидиған таможна беҗини техиму дәриҗидин ташқири көтүрүшини қоллимақта.
Америкадики даңлиқ мәбләғ салғучи вә узун йиллардин бери хитай билән сода қилип кәлгән кәвин олери чаршәнбә күни CNN ниң зияритини қубул қилғинида, “мән хитайға 400 пирсәнт таможна беҗи қоюшни илгири сүрүватимән. Мән хитай билән сода қилимән. Улар қаидә билән иш қилмайду. Улар дуня сода тәшкилатиға киргили 10-20 йиллар болди, әмма улар әзәлдин өзи бу тәшкилатқа кириштин бурун риайә қилимиз дәп вәдә қилған қаидиләргә әмәл қилмайду. Улар ялған гәп қилиду, оғурлайду, әқлий мүлүклирини оғурлайду. Мән уларниң сотида әрз қилмаймән. Улар бизниң мәһсулатимиз вә техникимизни оғурлап, андин мәһсулатларни ясап бизгә қайта сатиду” дегән.
Әнглийәниң телеграм гезитигә өзиниң бу мәсилидики мәйданини ипадилигән хоңкоңни көзитиш тәшкилатиниң башлиқи бәнедикт роҗерзниң билдүрүшичә, әгәр америка пүтүн дуняни өзиниң арқисиға әгәштүрүп базарлирини хитайға тақиветәлисә, бу ши җинпиңниң моллақ етишини кәлтүрүп чиқириду дегән.