Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши хәлқаралиқ меһманхана зәнҗирлириниң уйғур районида кеңийиватқанлиқини әйибләп доклат елан қилди

Вашингтондин мухбиримиз гүлхумар тәйярлиди
2025.04.17
UHRP Report Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) 17-апрел “қәйәрдә туришиңизниң әһмийити бар: шәрқий түркистандики хәлқаралиқ меһманхана зәнҗирлири” намлиқ бир доклат елан қилип, хәлқарадики чоң меһманхана зәнҗирлириниң уйғур районида зор көләмдә кеңийиватқанлиқини ашкарилиған.
Photo: RFA

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) 17-апрел “қәйәрдә туришиңизниң әһмийити бар: шәрқий түркистандики хәлқаралиқ меһманхана зәнҗирлири” намлиқ бир доклат елан қилип, хәлқарадики чоң меһманхана зәнҗирлириниң уйғур районида зор көләмдә кеңийиватқанлиқини ашкарилиған.

Доклатта, уйғур районида инсанийәткә қарши җинайәтләр вә ирқий қирғинчилиқ давамлишиватқан бир вақитта, аккор (Accor), хилтон (Hilton), IHG, марриот (Marriott) вә виндһам (Wyndham) қатарлиқ хәлқаралиқ меһманхана зәнҗирлириниң мәвҗутлиқи вә техиму көп меһманхана қуруш пиланлири билдүрүлгән. Доклатта ейтилишичә, 2025-йили апрелда уйғур районида аз дегәндә 115 хәлқаралиқ меһманхана тиҗарәт қилмақта, йәнә 74 меһманхана қурулуватқан яки пиланлиниватқан икән.

Доклатта әң еғир мәсилиләрниң бири – хилтон (Hilton),IHG  вә виндһам (Wyndham) қатарлиқ үч хәлқаралиқ меһманхана зәнҗириниң шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш биңтуәни (XPCC) башқуридиған районларға җайлашқанлиқи болуп, америка, канада вә явропа иттипақи бу биңтуәнгә кишилик һоқуққа еғир хилаплиқ қилғанлиқи үчүн җаза йүргүзгән иди.

Доклатта, хилтон (Hilton) ширкитиниң бир васитә ширкәт арқилиқ хотәндә вәйран қилинған мәсчитниң орнида һамптон хилтон (Hilton) меһманханисини қурғанлиқи йәнә бир чоң мәсилә дәп аталған болуп, бу, хитай һөкүмити пүтүн районда 10 миңдин артуқ мәсчитни чаққандин кейин вуҗудқа чиққан.

Аккор (Accor) ширкити болса, мәҗбурий “әмгәк йөткәш” программисиға четишлиқ бир васитичи хитай ширкити билән “шинҗаңға ярдәм” программилириға қатнашқан H World Group Limited  намлиқ хитайдики шерики арқилиқ уйғур мәҗбурий әмгикигә биваситә мунасивәтлик дәп қаралған.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәкшүрүшигә асасланғанда, һазир үрүмчи, қәшқәр, ғулҗа вә алтай қатарлиқ шәһәрләрдә қурулушқа пиланлиниватқан меһманханилар марриот (Marriott) ниң ритз-карлтон (Ritz_Carlton), IHG  ниң интәрконтинентал (InterContinental) вә хилтон (Hilton) ниң конрад (Conrad) қатарлиқ юқири дәриҗилик маркилиридин болуп, уйғурларниң яшаватқан реаллиқлири билән кәскин зитлишидикән.

Доклатта, хәлқаралиқ меһманхана зәнҗирлириниң уйғур районидики паалийәтлириниң – бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тиҗарәт вә кишилик һоқуқлар тоғрисидики йетәкчи принсиплири, шундақла хәлқаралиқ әмгәк тәшкилатиниң мәҗбурий әмгәк тоғрисидики низамлири қатарлиқ муһим хәлқаралиқ өлчәмләргә хилаплиқ қилиш еһтималлиқи барлиқи тәкитләнгән.

Доклатта йәнә  Booking, Expedia вә Tripadvisor қатарлиқ ятақ закас қилиш супилириниң уйғур районидики меһманханилар билән ишләш арқилиқ, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ карханиларни васитилик қоллиғанлиқи көрситип берилгән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бу хәлқаралиқ меһманхана зәнҗирлириниң дәрһал уйғур районидики барлиқ паалийәтлирини вә кеңийишини тохтитип, тиҗарәт алақилирини үзүши керәкликини тәләп қилған. Шундақла, закас қилиш супилириниң уйғур районидики барлиқ меһманханиларни тизимликлиридин чиқириветишини вә җазаланған тәшкилатларға бағланған меһманханиларни тәкшүрүшини тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.