Әркин асия радийоси уйғур бөлүми: хитайниң уйғурлар үстидики шәпқәтсиз һөкүмранлиқиниң зулмәтлирини йерип өткүчи нур
2025.04.18

Комунизим түзүмидики хитайда балилиқ күнлиримни өткүзүватқан 1970-йиллири дуняда, хитайда, һәтта вәтинимиз шәрқий түркистан (“шинҗаң” дәпму атилиду) дики уйғурлар арисида немә ишларниң болуватқанлиқини билиш имканийитимиз йоқ иди. Бизгә охшаш мустәмликә қилиниватқан, шуниңдәк учур дунясидин пүтүнләй мәһрум қалдурулуп 24 саәт комунистик тәшвиқатларға көмүп ташлинидиған хәлқләр үчүн һәқиқәтни байқаш һечқачан һәшәм һесабланмайтти. Әксчә бу бир түрлүк интилиш болуп, бәзидә буниң үчүн һаятимизни доға тикишкиму мәҗбур болуп қалаттуқ.
Шу күнләрни һазирму ениқ әслийәләймән: дадам қараңғу түнләрдә бизни йиғип конирап кәткән радийомизни тәңшәшкә башлайтти, андин чәтәл радийолириниң аңлитишлиридин вәтинимиздә немә ишлар болуватқанлиқи һәққидики учурларни издәйтти. Хитай компартийәсиниң аммиви ахбарат вастилиригә болған қаттиқ назарити вә чәтәл учурлириға интилгүчиләрни қаттиқ җазалиши давам қиливатқан у йилларда бу хилдики радийо аңлашлар һөкүмәткә болған қаршилиқ, дәп қарилатти.
У чағларда хитай һөкүмити башқуридиған тәшвиқат вастилири уйғур хәлқи үчүн йиганә учур мәнбәси һесаблинатти. Әмма биз йәнила хейим-хәтәргә қаримастин һәқиқи хәвәрләрни аңлашни арзу қилаттуқ. Мәркизий шәһәр үрүмчидики өйимиздә микро долқунлуқ очақ чоңлуқидики бир радийо болуп, униң ичидики сим йоллири ялтирап туратти. Дадам һәр ахшими қоллири билән уни авайлап тәңшәйтти: бәзидә радйо сигнали очуқ болсиму йәнә бәзидә буниңға күчлүк шавқун-сүрәнләр арилишивалатти. Әмма ашулар биз ташқи дунядин һәқиқи хәвәрләрни аңлайдиған бирдин-бир мәнбә һесаблинатти.
Дадам һәрқачан бизни шүк болушқа үндәйтти вә чәтәл радийоси аңлиғанлиқимизни һечкимгә тинмаслиқни җекиләйтти. У “әгәр хитай комунистлири буни билип қалса бизни бәк еғир җазаливетиду” дәйтти. У чағларда бизла радийо аңлаймиз, дәп ойлайттуқ. Әмма 1980-йиллириниң ахирлири нурғун уйғурларниң өйлиридә йошурунчә радийо аңлайдиғанлиқини, йәни мушу тәриқидә зулмәттики чәтәл садалиридин хәвәрдар болидиғанлиқини билдуқ.
Кейинки вақитларда, йәни 1991-йили совет иттипақи һалак болди. Әмма комунистик хитай аман қелипла қалмастин америка вә униң ғәрп дунясидики иттипақдашлириниң бу түзүлмә яратқан тәһдитләрни тонуп йәтмәслики түпәйлидин тез сүрәттә тәрәққи қилишқа башлиди. Бүгүнки күндә хитай дунявий зор күчкә айлинип, америка вә демократик дуня үчүн әң чоң миллий хәвпсизлик тәһдити болуп қалди.
Барчә һакиммутләқ түзүмләргә охшаш комунистик хитайму зорлуқ күчи, шундақла һәқиқәтни бастуруш үчүн инчикилик билән қуруп чиқилған тәшвиқат вастилири арқилиқ өз һөкүмранлиқини давам қилдуруп кәлмәктә. “тйәнәнмен қирғинчилиқи”дин таки таҗисиман вируси (ковид) вабасиғичә хитай изчил түрдә җамаәт пикрини монопол қилип кәлди вә тарихни қайта йезип чиқти. Хитай компартийәси үчүн учур вастиси һәм қорал һәм қалқан болуп қалди. Уларниң аммиви ахбарат вастилиригә болған мутләқ контроллуқи уларниң һөкүмранлиқиниң һечқандақ хирисқа учримаслиқиға капаләтлик қилди. Әмма бу йәрдә бу түзүм һәммидинму бәк қорқидиған бир нәрсә бар иди. У болсиму һәқиқәт иди.
Хитай компартийәси тәшвиқат вастилирини хәлқниң меңисини ююшқа ишлитиш биләнла тохтап қалмиди. Әксичә уни өз нәзиридики ички вә ташқи дүшмәнлиригә қарши қорал сүпитидә қолланди. Мана бу уларниң бир милярд төт йүз милйон нопусни 75 йилдин көпрәк вақитта оңушлуқ идарә қилиши вә бу һәқтики баянлирини өзи халиған йолға селишиға шараит яритип бәргән түпки амил һесаблинатти.
Дәл шундақ болғанлиқтин 1998-йили ноябирда әркин асия радийоси (р ф а) уйғур бөлүминиң қурулуши бир тарихий дәқиқә болуп қалди. Ниһайәт йиллап зулумға сәвр қилип келиватқан уйғур хәлқиниң һәр һалда авази бар болди. Бу сада уйғур хәлқи 1949-йилидин буян комунистик хитайниң һөкүмранлиқида баштин кәчүрүп келиватқан түрлүк вәһшиликләрни дуняға ашкарилайдиған аваз иди. Вәтәндики уйғурлар әркин дуняниң йеетәкчиси болған америкида янған үмид вә адаләтниң бу чириқини көрүп бәкму хушал болған иди. Тәбиийки, хитай бу һәрикәтни әйиблигән һәмдә ташқи ишлар министирлиқиниң ағзидин тунҗи мустәқил хәлқаралиқ уйғурчә аңлитишниң дуняға кәлгәнликини җан-җәһли билән қарилиғаниди. Чүнки хитайниң шәпқәтсиз һөкүмранлиқида уйғур хәлқи һечқачан бир мустәқил авазға игә болуш пурситигә еришип бақмиған иди. Комунистик түзүмгә қарши чиқишқа җүрәт қилған һәрқандақ кишиниң авази “бөлгүнчи”, “ашқун” яки “терорчи” дегән қалпақ билән тезла уҗуқтурулатти һәмдә ғайип қилинатти.
Бу һал 2017-йилидин буян техиму шундақ болуп кәлди. Чүнки шу вақитлардин башлап хитай һөкүмити төт милйончә уйғурни лагерларға қамиған, шуниңдәк уларниң пәрзәнтлирини мәҗбурий йосунда аилилиридин җуда қилип, хитай башқуришидики ятақлиқ мәктәпләргә әвәтишкә башлиған иди. Бир пүтүн миллий түркүмни системилиқ нишанға елиштәк бу қилмишни биринчи трамп һөкүмити ахирқи һесабта “қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп хуласилиди. явропа парламенти бу әйибләшкә аваз қошти. Арқидинла бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ник кишилик һоқуқ алий комиссари елан қилған доклатта хитай һөкүмитиниң қилмишлири “инсанийәткә қарши җинайәтни шәкилләндүрүши мумкин” дәп көрситилди.
Бу йосундики көплигән хәлқаралиқ етирапниң вуҗутқа чиқиши әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң бөсүш характерлиқ мәлуматлири сәвәбиидин әмәлгә ашқан иди. Хитай һөкүмитиниң вәтәндики уруқ-туғқанлиридин өч елиш тәһдитлиригә қаримастин уйғур бөлүминиң мухбирлири һечнәрсидин қорқмастин хитай һөкүмити иҗра қиливатқан “орвел”чә дөләт назаритини из қоғлап тәкшүрди вә паш қилди.
Америка дуняви таратқулар агентлиқи (USAGM) өз вақтида әркин асия радийоси уйғур бөлүмидики җәсур мухбирларниң бу саһәгә қошқан төһпилирини етирап қилған иди. Уларниң тор бетидә бу һәқтә мундақ дейилиду:
“әркин асия радийосиниң уйғур бөлүми хитай һөкүмитиниң шинҗаң уйғур аптоном райони (ш у а р) да 2017-йилидин буян кәң көләмлик вә юқири техникилиқ хәвпсизлик контроллуқи бәрпа қиливатқанлиқини, шуниңдәк уйғурларни асас қилған мусулманлар вә башқа аз санлиқ милләтләрни зор көләмдә халиғанчә тутқун қиливатқанлиқини тунҗи болуп паш қилған иди. У чағларда дуняниң көп қисим җайлири бу әһваллардин техи хәвәрсиз иди. Шундин буян әркин асия радийоси уйғур бөлүми дәл мушу зор инсанийәт бөһраниға мунасивәтлик муһим вәқәләрни паш қилғучи ачқучлуқ һадисиләрни, униң охшимиған йүзи вә тәрәққиятини ғәйрәт-шиҗаәттә тинимсиз рәвиштә паш қилип кәлди. Шүбһә қилиш һаҗәтсизки, асаслиқи мушу уйғур бөлүминиң хейим-хәтәр вә тәһдитләргә пәрва қилмастин җәсуранә ахбаратчилиқ хизмитини давам қилдуруши түпәйлидин бу киризис дуняви етирапқа вә диққәткә сазавәр болди. Әркин асия радийосиниң уйғур бөлүми хәвәр мулазимитидә йүксәк пәллигә йетип, һаятимиздики әң қийин, мурәккәп вә муһим һекайиләрни диққитимизгә сунуп кәлмәктә”.
Әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң тақилиши бир паҗиә болғусидур. Һелиму давам қиливатқан қирғинчилиқта азап чекиватқан хәлқ үчүн бу асаслиқ үмид нуриниң өчүрүлүши һесаблиниду. Хитай һөкүмити бу пурсәттин пайдилинип уйғурларға “силәр унтулдуңлар! һечқандақ мәмликәт, һәтта америкиму әмди силәр билән кари болмайду” дәйду. Бу һал ялғуз уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки адаләт, демократийә вә әркинликниң символи болған америкиға тәлмуриватқан хитай миқясидики милйонлиған кишигә қарши күчлүк бир роһий зәрбә болиду.
Навада америка һөкүмити әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң тақилишиға йол қойса у һалда бир пүтүн хәлқни, шуниңдәк учур урушиниң ғәлибисини сахтипәзлик блән гүлләп-яшнаватқан бир түзүмгә өткүзүп бериштәк хәвпкә дуч келиду.
Әркин асия радийоси уйғур бөлүмини сақлап қелиш әрзийдиған бир иш. Йәнә келип бу мәзкур радийо қурулғандин буян америка һөкүмити сәрп қилған һәр бир тийин пулға әрзийдиған бир иш. Уни сақлап қелиш америка қошма шитатлириниң мәнивийәт йүксәкликидә туруши вә хитайниң сахта учур урушиға қарши турушиға йол ачиду. Бу һал қирғинчилиқ, зулум вә йоқитилишқа қаршилиқ көрситиватқан бир хәлқниң бәрдәмлики һәққидики һәқиқәтниң давамлиқ һалда сөзлинип турушиниң капалитидур.
Доктур ришат аббас –
Тиббий дора тәтқиқат алими вә килинкилиқ тәтқиқат саһәсидики байрақдар тәтқиқатчи сүпитидә биологийәлик давалаш саһәсидә көрүнәрлик утуқларни қолға кәлтүргән. У өсмә кесәлликлири вә башқа давалаш саһәсидә йеңидин ишләпчиқирилған бирнәччә хил дориларниң килнкилиқ тәтқиқати вә тәстиқлинишиға тегишлик һәссә қошқан.
Кәспий хизмәттин башқа доктур ришат аббас йәнә хитай компартийәсиниң уйғурлар үстидин давам қилдуриватқан зиянкәшликлири, мәдәнийәт җәһәттики йоқитиш қилмишлири вә уйғур кимликини бастуруш урунушлириға қарши паал кишилик һоқуқ һемайигәрлики билән шуғуллинип кәлмәктә. Нөвәттә ришат аббас уйғур зиялилириниң дуняви бирлик тори болған “уйғур академийәси”ниң рәиси болуп, мәзкур академийәниң америка, канада, явропа, японийә, авистралийә, түркийә вә оттура асия қатарлиқ җайларда тармақ җәмийәтлири бар.
Уйғур академийиси нөвәттә уйғур қирғинчилиқи һәққидики дунявий тонушни өстүрүш, хитай компартийәсиниң чәтәлдики ешип бериватқан тәсиригә қарши туруш, шуниңдәк уйғур тили, мәдәнийити вә кимликини сақлап қелиш үчүн уйғур җамаити, илмий муәссәләр вә ғәйри һөкүмәт органлири оттурисидики һәмкарлиқни раваҗландуруп кәлмәктә. Доктур ришат аббасниң йетәкчиликидә уйғур академийиси тунҗи болуп муһаҗирәттики уйғур оқуғучилар үчүн башланғучниң биринчи йиллиқидин бәшинчи йиллиқиғичә ишлитилидиған уйғур тил-әдәбият дәрслик китабини түзүп чиққан һәмдә рәсмий нәшир қилдурған. 2024-Йили майда бөсүш характерлик бу нәтиҗә америка дөләт мәҗлисидә көргәзмә қилинип, америка дөләт мәҗлиси әзалири, һөкүмәт вәкиллири вә уйғур тәшкилатлириниң қоллап-қуввәтлишигә сазавәр болған. Бу қетимқи паалийәттә хитай компартийәсиниң зулумлириға җавабән уйғур кимликини вә мәдәнийәт җәһәттики бәрдәмликни күчәйтиш үчүн лайиһиләнгән иҗадий тәлим вастилири нуқтилиқ һалда намайән қилинған.
[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду.]