Шинҗаң һөкүмити йеқинда тәмбур чалған уйғур қизниң видийосини тартқан хитай сәнәткарни җазалиған
2025.04.16

Шинҗаң һөкүмити өткән йилниң ахири вә бу йилниң беши уйғур районини зиярәт қилип, уйғур райониниң гүзәл мәнзирилири вә һаятқа толған уйғур музика-сәнәтлирини видийоға тартқан бир хитай сәнәтчини хитайниң бир қанчә йил илгири тонуштурип техи һеч ким җазаланмиған йеңи қануни билән җазалиған.
Радийомиз хитайчә бөлүмниң чаршәнбә бәргән хәвиригә қариғанда, үрүмчи шәһәрлик мәдәнийәт вә саяһәт идариси сәнәткар го җенмиңни руқсәтсиз “өз алдиға филим ишләшкә тәмшәлгән” дегән баһанә билән 75000 юән җериманә қойған, апарат үскүнлири вә қолида бар материялларни мусадирә қилған. Үрүмчи шәһәрлик мәдәнийәт вә саяһәт идариси өткән җүмә күни бу дело тоғрисида һөкүм чиқирип, уни хитайниң “филим санаитини тәрғиб қилиш қануни” ниң 13-маддисиға хилаплиқ қилди дәп әйиблигән. Бу 2017-йилидин башлап иҗра қилинған қанунни пүтүн хитай бойичә тунҗи қетим хилап қилиш делоси болуп, буниң асаслиқ сәвәби сәнәткар го җенмиңниң тәмбур чалған бир уйғур қизниң видийосини тартқанлиқи икән.
Го җенмиң чаршәнбә күни радийомиз хитай бөлүминиң зияритини қубул қилғинида өзини қоғдап, "мениң синға елишим шәхсий иҗадийитимдур. У бир шәхсий паалийәт. Шинҗаңда елип барған син елишлар болса сәнәт харәктерлик хатирәләрдур. Мән уни кино ишләш үчүн ишлитимән дегиним йоқ. Мән тартқан бир видийода бир уйғур қиз саз чалиду. Үрүмчи шәһәрлик мәдәнийәт вә саяһәт идариси буни маңа қарши испатларниң бири қилип ишләткән" дегән. У сөзидә йәнә, “мениң шәхсий син елишим хитайниң <филим санаитини тәрғиб қилиш қануни> ға бағлиқ әмәс. Улар қанунни мувапиқ қолланмиди” дегән. У сөзиниң ахирида, “бу синларни тартишниң пул тепиш мәқсиди йоқ. Бу пәқәт шинҗаңдики һазирқи заман сәнәтчилири вә гүзәл мәнзирлирини синға тартиш үчүн елип барған бир шәхсий сәнәт паалийитим” дегән.
Го җенмиңниң адокати ли шоңбиңниң бу дело тоғрисида үрүмчи шәһәрлик мәдәнийәт вә саяһәт идарисиға язған хетидә, “бу дело хитай һөкүмити <филим санаитини тәрғиб қилиш қануни> ни иҗра қилған 7 йилдин буянқи тунҗи қетимлиқ <шәхсий филим тартиш> сәвәбидин җаза қоюши болуп һисаблиниду. Бу қанун тәшкилләнгән филим ишләшкә аит паалийәтләрни башқурип, бәзи материялларни шәхсиләрниң филимға елишини бәлгилимәйду” дегән. Адокат ли шоңбиң 11-април үрүмчидә ечилған һөкүм қилиш йиғинида бу қанунни иҗра қилишта еғир мәсилиләрниң барлиқини билдүрип, “үрүмчи шәһәрлик мәдәнийәт вә саяһәт идариси бу дело мәсилисидә қанунни иҗра қилидиған орган әмәс” дегән.
Адокат ли шоңбиң үрүмчи шәһәрлик мәдәнийәт вә саяһәт идарисиға язған хетидә йәнә мәзкур идариниң бу делода өзигә берилгән һоқуқтин һалқип иш беҗиргәнлики, шундақла го җенмиңниң мусадирә қилинған апарат-үскүнлири вә башқа материялларни дәрһал қайтурип берип, униңға қоюлған җериманини әмәлдин қалдурушни тәләп қилған. Хитай һөкүмити хелидин буян сәнәткар го җенмиңниң кәйнигә киривалған болуп, у 2022-йили ноябирда пүтүн хитайда һөкүмәтниң ковид қамалиға қарши елип барған намайишларни қоллиғанлиқи үчүн 15 күн солақта ятқан икән. Шу йили ноябирниң 24-күни үрүмчидики бир бинаға от кетип, униңда яшайдиған 40 тин артуқ уйғур хитай һөкүмитиниң қаттиқ қамал сиясити сәвәбидин бинадин тешиға чиқалмай һаятидин айрилған иди.