Хитай һөкүмити уйғур сәнәткарларни явропада оюн қойғузуп уйғур ирқий қирғинчилиқини ююшқа урунған дәп әйибләнмәктә
2025.04.15

Йеқинқи бир қанчә күндин бери, вәтәндин чиққан бир группа уйғур сәнәткарлириниң явропадики мәшһур мәйданларда нахша ейтип уссул ойниған видийолири иҗтимаий тор бәтләрдә кәң тарқалғандин кейин, у муһаҗирәттики уйғурларниң диққити вә наразилиқини қозғиди. Бу видийоларда аптоном районлуқ 12 муқам ансамблиниң даңлиқ нахшичилири вә уссулчилириниң нәқ мәйдан оюнлири көрситилгән. Иҗтимаий тор бәтләрдә тарқалған бу видийоларда, сәнәткарлар уйғурчә классик нахша ейтип униңға уссул ойниған. Чәтәллик тамашибинлар топлишип оюн көргән.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити бир қоллуқ орунлаштурған бу сәпәрдә, муқам ансамблидики уйғур нахша-уссулчилар франсийәниң пайтәхти париждики дуняға тонулған еффел мунари йенидики супида вә венгерийәниң пайтәхти будапишттики қәһриманлар мәйданида оюн көрсәткән. Бу хитай һөкүмитиниң 2017 - йилидин кейин тунҗи қетим бир уйғур сәнәт өмигини явропа дөләтлиригә әвәтиши болуп, бу хитай һөкүмитиниң йеқинқи бир қанчә йилдин бери өзиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини инкар қилиш үчүн елип барған бир йүрүш “шинҗаң дигән яхши җай” намлиқ тәшвиқат паалийитиниң бир қисми икән. Бу сәнәт өмики 10 - априлдин 13 - априлғичә бу икки дөләтни зиярәт қилған.
Америка вә униң 10 дин артуқ иттипақдашлири хитай һөкүмитиниң 2017 - йилидин бери уйғурларға қаратқан қәбиһ җинайәтлирини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп җакарлиғандин кейин, хитай һөкүмити буни инкар қилиш үчүн дөләт ичи вә сиртида уйғурларни давамлиқ нахша етйқузуп вә уссул ойнитип уйғур хәлқиниң хитайниң һөкүмранлиқи астида наһайити хошал яшайдиғанлиқиниң тәшвиқатини еилип кәлгән иди. Хитай һөкүмитиниң дөләт сиртида елип барған тәшвиқати нәқ “шинҗаң дигән яхши җай” болуп, хитай өткән йили июнда әвәткән бир уйғур сәнәт өмикиму түркийә вә әрәб бирләшмә хәлипиликидә оюн көрсәткән иди. Бунидин сирт, хитайниң вашингтондики әлчиханисиму бир қанчә йил илгири уйғур райониниң сабиқ рәиси шөһрәт закирни тәклип қилип “шинҗаң дигән яхши җай” намида тор йиғини өткүзгән иди.

Хитай һөкүмитиниң өзиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини инкар қилиш үчүн елип барған “шинҗаң дигән яхши җай” намидики бу тәшвиқатини муһаҗирәттики уйғурлар қаттиқ әйиблиди. Дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә рәиси вә уйғур һәрикити тәшкилатиниң қурғучиси рошән аббас бу тоғрисида баһа берип, “хитайниң явропада уйғур мәдәнийитини көз-көз қилип, уйғурларниң вәтинидә болса йоқ қилиши қип-қизил қизилкөзлүктур. Уйғурларни уссул ойнитиватқан бу һакимийәт болса уйғурларниң диний паалийәтлирини җинайәт дәп бекиткән, бизниң мәсчитлиримизни вәйранә қилған, тилимизни чәклигән вә сәнәткарлиримизни тутқан һакимийәттур” деди. Рошән сөзидә йәнә хитайниң нийитиниң уйғурларниң мәдәнийитини қоғдаш әмәс бәлки мәдәнийитини тәшвиқат қилиш икәнликини билдүрип, “явропа хитайниң бу өзини ақлаш үчүн елип барған һәрикитигә шерик болуп қалмаслиқи керәк” деди.
Хитай һөкүмитиниң йеқинқи йиллардин бери ғәрб әллириниң хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ әйиблирини инкар қилиш үчүн дөләт ичи вә әрәб-мусулман дөләтлиридә елип барған тәшвиқатлири мәлум дәриҗидә нәтиҗигә еришкән болсиму, әмма бу хил тәшвиқати ғәрб әллиридә ақмиған иди. Шундақ болсиму, хитай һөкүмити йәнә давамлиқ һалда қәдәмму-қәдәм ғәрб дөләтлиридә бу тәшвиқатини елип бармақта. Хитайниң ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси 2023- йили декабирда уйғурчә тон кийип париж кочилири вә мозейханилирида йүрүп өзини “шинҗаңлиқ” вә үстигә кийгән уйғурчә кийимлирини “җоңго шинҗаң кийим мәдәнийити” дәп чүшәндүргән бир җүп әр-аялниң видийолирини иҗтимаий тор бәтләрдә һәмбәһрилигән иди.