Хитай һөкүмити тайландниң йеңи йилини тәбрикләш тәшвиқат филимида уйғурдин пайдиланған

Вашингтондин мухбиримиз гүлхумар тәйярлиди
2025.04.14
Xitay-Tayland-Uyghur-Film Хитай һөкүмити тайландниң йеңи йилини тәбрикләш тәшвиқат филимида уйғурдин пайдиланған
Photo: nationthailand.com

Тайланд хәлқи соңкран дәп атайдиған әнәнивий йеңи йилини һәр йили 13-апрел тәбрикләйдиған болуп, хитайниң тайланд пайтәхти баңкоктики әлчиханиси бу байрамда мәхсус бир қисқа филим ишлигән вә униңда бир уйғур қизни баш персонаж қилған.

Хитай әлчиханиси мәзкур филимни фәйсбук һесабида һәмбәһирлигән болуп, униңда тайланда оқуватқан бир уйғур қиз оқуғучи баш рол ойниған. Филимда бу қиз башқа оқуғучилар билән баңкоктики базарларни айлинип хитай әлчиханисиға бариду. Улар тайландниң йәрлик усулида йеңи йилни тәбрикләйду. Униңдин кейин, улар хитай баш әлчиси хән җичяң билән йеңи йиллиқ тиләк тилишип, униңға һөрмәт билдүриду. Филим “тайланд билән хитай хәлқи қолни қолға туташтуруп өзлири арзу қилидиған җәмийәтни яритиду. Соңкран күнигә мубарәк болсун” дегән хәт билән ахирлашқан.

Бу йил 27-феврал, тайланд һөкүмити 10 нәччә йилдин бери тутуп турулуватқан уйғурлардин 40 нәпирини мәхпий һалда хитайға қайтуруп бәргән болуп, тайландниң бу қилмиши хәлқара җәмийәтниң қаттиқ әйиблишигә учриған иди. Нәтиҗидә, америка тайландтики бу ишқа мәсул болған барлиқ әмәлдарларни җазалиған иди. Униңдин кейин, бу ишқа мәсул болған тайланд әмәлдарлири өзиниң қилмишини ақлаш үчүн хитайға қайтурулған уйғурларни зиярәт қилип, уларниң хушал-хурам яшаватқанлиқини билдүргән. Әмма улар йәнила кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб әллири тәрипидин күчлүк тәнқидкә учриған.

Тайландики хитай әлчиханисиниң йеңи йилни тәбрикләш баһанисидә ишлигән бу филимда бир уйғур қизни баш персонаж қилиши хитай һөкүмитиниң йеқинда тайландин мәҗбурий қайтурулған 40 уйғурниң паҗиәси вә уларниң һазирқи вәзийитини унтулдуруш үчүн елип барған бир урунуши дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.