Америка ташқий ишлар министири өзбекистанниң бихәтәрлик җәһәттики һәмкарлиқини мәдһийилигән

Вашингтондин мухбиримиз алим сейтоф тәйярлиди
2025.04.11
Rubio-Saidov-DC Америка ташқий ишлар министири марко рубийо вә өзбекистан ташқий ишлар министири бәхтияр саидов вашингтонда көрүшкән.
Photo: uz.usembassy.gov

Америка ташқий ишлар министири марко рубийо (Marco Rubio) чаршәнбә күни өзбекистанниң ташқий ишлар министири бәхтияр саидов билән вашингтонда көрүшүп, өзбекистанниң америка билән бихәтәрлик, мәбләғ селиш вә башқа җәһәтләрдики һәмкарлиқини мәдһийилигән.

Америка ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси тәмми брус (Tammy Bruce) ниң билдүрүшичә, америка ташқий ишлар министири рубийо билән өзбекистан ташқий ишлар министири саидов көрүшкинидә, рубийо америка һөкүмитиниң өзбекистанниң мустәқиллиқи, игилик һоқуқи вә территорийә пүтүнлүкини давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүргән.

Америка ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси брус бу қетимқи көрүшүштә, ташқий ишлар министир рубийониң өзбекистанниң даишни йоқутуш хәлқаралиқ бирликиниң толуқ әзаси болуп киргәнликини қарши алғанлиқи, шундақла өзбекистанниң тәшәббускарлиқ билән өзиниң америкаға қанунсиз киргән вәтәндашлирини америкадин елип кәткәнликигә рәһмәт ейтқанлиқини билдүрди.

Ташқий ишлар министир рубийо өзиниң твиттер (X) һесабида бу көрүшүш тоғрисидики язмисида өзбекистанниң ташқий ишлар министирини мәдһийиләп, саидовниң “қанунсиз көчмәнләрниң киришини чәкләштә вә терроризмға қарши туруштики бир күчлүк шерикимиз” дегән.

Рубийо язмисиниң давамида йәнә, “биз американиң ронақ тепиши вә хәвпсизликини биринчи орунға давамлиқ қоюшимизда бу хил шериклик мунасивәт наһайити муһим орунда туриду. Бизниң икки дөләт арисида мәбләғ селиш, һалқилиқ минераллар вә башқа саһәләрдә һәмкарлишиш җәһәттә алдимизда зор йошурун күч бар” дегән.

Америка ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси брусниң билдүрүшичә, бу икки ташқий ишлар министирлири йәнә ядро енергийә техникисини заманивилаштуруш мәсилиси үстидә тохталған, шундақла иккила тәрәпниң истратегийәлик санаәтләрдә иқтисадий һәмкарлишиш пурсәтлирини көпәйтишниң муһимлиқини оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.