Америка һөкүмити әкпәр әсәтниң тутқун қилинғанлиқиниң 9-йиллиқида униң қоюп берилишини тәләп қилди
2025.04.11

Америка ташқий ишлар министирлиқи билән кеңәш палатаси ташқий ишлар комитетиниң қош рәислири чаршәнбә баянат елан қилип, хитай түрмисидә 9 йилдин бери йетиватқан бигунаһ уйғур карханичи әкпәр әсәтни қоюп беришкә чақириқ қилди. Америка ташқий ишлар министирлиқи баянатида “хитай компартийәси шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ билән инсанийәткә қарши җинайәтни давамлаштуруватқан бир вақитта биз әкпәрниң дәрһал вә шәртсиз қоюп берилишигә чақириқ қилимиз” дегән.
Америка кеңәш палатаси ташқий ишлар комитетиниң қош рәислири җим рич (Jim Risch) билән крис кунс (Chris Coons) елан қилған баянатидиму “бағдаш” ториниң қурғучиси болған әкпәрниң хитай һөкүмити тәрипидин дәрһал вә шәртсиз қоюп берилишини тәләп қилған. Улар баянатида, “биз әкпәр әсәтниң тутқун қилинишини әң қаттиқ шәкилдә әйибләймиз” дәп, униң 9 йил бурун тутулуп, ақсу түрмисидә йетиватқанлиқи, бу зулумниң униң саламәтликигә еғир зәхмәт йәткүзгәнликини билдүргән.
Мәзкур баянатта йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи изчил давамлишиватқанлиқи алаһидә тилға елинип, “хитай һөкүмити 2017-йилидин бери бир милйондин артуқ уйғурларни лагерларға солиған, мәҗбурий әмгәккә салған, қаттиқ назарәт астиға алған, диний әркинликни боғқан, мәҗбурий туғмаслиқ вә мәҗбурий бала чүшүрүш оператсийәлирини елип барди” дейилгән.
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери йүргүзүп келиватқан кәң көләмлик тутқун қилишта гүлшән аббас, ялқун рози вә илһам тохти қатарлиқ һәр саһәләрдә көзгә көрүнгән уйғур зиялилири бар болуп, мәзкур баянатта икки қош рәис уларни нәзәрдә тутуп, “биз хитай һөкүмитиниң әкпәр әсәтни өз ичигә алған барлиқ сиясий тутқунларни қоюп беришини тәләп қилимиз” дегән.
Бу йил 40 яшқа киргән әкбәр әсәт 2016-йили америка ташқий ишлар министирлиқи орунлаштурған “хәлқаралиқ зиярәтчиләрни тәрбийәләш рәһбәрлик пирограммиси”ға қатнашқан болуп, хитай һөкүмити у вәтәнгә қайтип узун өтмәйла қолға алған. Хитай һөкүмити уни аталмиш миллий өчмәнлик билән 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилған болуп, у һазир ақсу түрмисидә җаза муддитини өтимәктә. Әкпәрниң америкида турушлуқ һәдиси рәйһан әсәт хәлқаралиқ кишилик һоқуқ адвокати болуп, у хитай түрмисидә 9 йилдин бери бигунаһ йетиватқан инисиниң қоюп берилиши үчүн тохтимай күрәш қилмақта.