Муһәммәд әмин буғра (57) : бурһан шәһидиниң хитай мәркәзлик тарих сәпсәтәсигә рәддийә

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2025.03.18
Muhemmed-emin-bughra-Burhan-shehidi Муһәммәд әмин буғра билән бурһан шәһиди оттурисида 1948-1949-йиллири “шинҗаң иниститути” да елип берилған тарих муназириси әкс әттүрүлгән сүрәт
Photo: RFA

Муһәммәд әмин буғраниң 1947-йилиниң ахири шәрқий түркистандики әң алий билим юрти- “шинҗаң институти” ниң пирофессорлуқиға тәклип қилинғанлиқи мәлум. Нәнҗиң һөкүмитиниң тамғиси бесилған “шинҗаң институтиниң пәхрий пирофессори” дегән бу гуваһнамә һелиһәм истанбулдики “муһәммәд әмин буғра күллияти” да сақланмақта. Униңдин башқа “шинҗаң университети” ниң мәктәп тарихи һәққидики тәзкирә вә архип материяллиридиму, муһәммәд әмин буғраниң 1947-йили һәр хил кәсипләр бойичә “шинҗаң институти” ға тәклип қилинған 10 нәпәр пирофессор ичидә йеганә уйғур болғанлиқи билинмәктә.

Ундақта, муһәммәд әмин буғра өз дәвридики алий билим юрти болған “шинҗаң институти” да қандақ дәрсләрни вә лексийәләрни сөзлигән?

Муһәммәд әмин буғраниң өзи һәққидә язған бийографик язмилириға қариғанда, униң шу йилларда иштин сиртқи вақитлиридин пайдилинип, “шинҗаң институти” ниң тарих-җуғрапийә факултетида уйғур тарихидин дәрс бәргәнлики мәлум. Бу вақитларда муһәммәд әмин буғраниң 1940-1947-йиллар арилиқида кәшмирдә бесилған “шәрқий түркистан тарихи” ниң таш басма нусхилири вәтән ичигә киришкә башлиған, яшлар арисида вәтән тарихиға қарита күчлүк қизиқиш қозғалған иди. яш тарихчи полат қадири муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” ниң чоңқур тәсиригә учриған вә униңдин илһамлинип, “өлкә тарихи” намлиқ китабни йезип чиққан иди. Униң үстигә “алтай” нәшриятида тәсис қилинған “билим дәрники” һәр айда бир нөвәт өткүзүлүп, үрүмчидики уйғур зиялийлири вә яш һәвәскарларға миллий тарих, тил-әдәбият, тебабәт вә сақлиқни сақлаш, ислам тарихи вә пәлсәпәси, һәтта тәбиий пәнләр бойичә мәхсус темидики лексийәләрни бәрмәктә иди. Муһәммәд әмин буғра “дәрнәк” ниң әң асаслиқ лексийә сөзлигүчиси болуп, униң уйғур вә түрк тарихи бойичә бирқанчә қетимлар аңлиғучиларни һаяҗанға салған лексийәләрни сөзлигәнлики мәлум.

1948-Йилиға кәлгәндә, муһәммәд әмин буғра пурсәтни чиң тутуп, өзиниң 1940-йили кабулда йезип тамамлиған “шәрқий түркистан тарихи” ни башқидин толуқлап йезиш, һәмдә үрүмчидә қайта нәшр қилишни пиланлайду. У шу вақитқичә қолиға кәлгән йеңи материяллар вә һөҗҗәт-архиплардин пайдилинип, бу әсәрниң әсли қолязмисини күндә бирқанчә бәттин қайта көздин көчүрүшкә, шундақла бәзи җайлирини қайта толуқлап йезишқа башлайду. Шуниң билән бир вақитта, у һәр һәптидә шинҗаң институти тарих-җуғрапийә факултетиға бир-икки қетим берип, уйғур оқуғучилириға уйғур-түрк тарихидин дәрс өтүшни давамлаштуриду.

Һалбуки, муһәммәд әмин буғраниң “шинҗаң институти” да сөзлигән тарих дәрси вә униң уйғур оқуғучиларға көрсәткән күчлүк тәсири узун өтмәйла гоминдаң даирилириниң, шундақла солчи вә коммунистларға майил күчләрниң диққитини қозғайду. Җаң җиҗуңниң мәхсус тәвсийәси билән 1947-йили 9-айда гоминдаң пайтәхти нәнҗиңгә берип, “гоминдаң мәркизий һөкүмитиниң һәйити” дегән салаһийәт билән милләтчи хитайниң йерим йилдин артуқ сиясий синақлиридин өткән бурһан шәһиди, 1948-йили язда үрүмчигә қайтип келиду. У, “шинҗаң өлкиси” ниң рәисликини қолға кәлтүрүш үчүн, “хизмәт көрситиш” вә “садақәт билдүрүш” ниң пәйти кәлгәнликини, буниң үчүн әң алди билән муһәммәд әмин буғраниң миллий тарих қурулушиға һуҗум қилип, хитай хоҗайинлирини хош қилишниң койиға чүшиду.

Муһәммәд әмин буғраниң 1949-йили 9-айниң 6-күни “шинҗаң өлкиси”ниң рәиси бурһан шәһидини агаһландуруп язған ахириқи мәктуби. Буғра мәктубида коммунистлар вә солчиларниң қаттиқ бесимға учраватқан милләтчи яшларни пүтүн имканлири билән қоғдайдиғанлиқини елан қилған.
Муһәммәд әмин буғраниң 1949-йили 9-айниң 6-күни “шинҗаң өлкиси”ниң рәиси бурһан шәһидини агаһландуруп язған ахириқи мәктуби. Буғра мәктубида коммунистлар вә солчиларниң қаттиқ бесимға учраватқан милләтчи яшларни пүтүн имканлири билән қоғдайдиғанлиқини елан қилған.
Xinjiang Tarix Materiyalliri

Бурһан шәһиди өзиниң “шинҗаңниң 50 йили” намлиқ әслимисидә язғинидәк, у әйни вақиттики “шинҗаң институти” ниң муавин мудири ту җи билән мәслиһәтлишип, алий маарип саһәсидә муһәммәд әмин буғраниң миллий тарихчилиқ һәрикитигә қарши байрақ көтүрүп чиқиду.

Бурһан шәһиди “шинҗаң институти” ниң оқутқучи-оқуғучилирини йиғип, муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан он миң йилдин бери уйғурларни асас қилған түрки хәлқләрниң ана вәтини болуп кәлгән” дегән тарихий һөкүмигә қарши, “шинҗаң икки миң йилдин буян җуңго территорийәсиниң бир қисми болуп кәлди” дегән сәпсәтини көтүрүп чиқиду. Бурһан шәһиди йәнә муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистанниң һәқиқий һәқлиқ игилири уйғурларни асас қилған йәрлик түрки хәлқләрдур. Хитай, туңган, манҗу, солун дегәнләр кейин кәлгән көчмәнләрдур” дегән баянлириға қарши “шинҗаң бирла уйғурларниң шинҗаңи әмәс, бәлки 13 милләтниң шинҗаңидур”; “әгәрдә шинҗаңни пәқәт бирла милләткә тәвә дейилсә, у чағда тар милләтчилик яки ашқун милләтчилик хаталиқи келип чиқиду” дегәнләрни тәшвиқ қилиду.

Бурһан шәһидиниң хитайлар үчүн яқа йиртип, уйғур оқуғучилар арисида хитай мәркәзлик тарих сәпсәтәсини базарға селиши, муһәммәд әмин буғрани қаттиқ ғәзәпләндүриду. У өзиниң шу йилларда тарихий темида язған интайин күчлүк мақалилири, “шәрқий түркистан тарихи” ниң үрүмчидә қайтидин бесилишқа башлиған сәһипилири, шундақла “қутлуқ түркан” намлиқ тарихий операси билән бурһанниң сәпсәтилиригә җаваб бериду. Уйғур оқуғучилар муһәммәд әмин буғраға бурһан шәһидиниң “шинҗаң институти” да немиләрни сөзлигәнликини шикайәт қилған чағда, буғра қилчә иккиләнмәстин: “уни милләтниң хаини дәңлар!” дәп җакарлайду.

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт билән америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, өзлириниң бу һәқтики издинишлири җәрянида җуғлиған мол мәнбәлиригә асаслинип, 1948-1949-йиллири муһәммәд әмин буғра билән бурһан шәһиди оттурисида “шинҗаң институти” ни мәркәз қилған һалда елип берилған бир мәйдан тарих муназириси һәққидә пикир баян қилди. Улар, муһәммәд әмин буғраниң миллий тарих қурулушида, уйғурларниң шәрқий түркистан тупрақлириға болған нәччә миң йиллиқ һәқдарлиқ туйғуси вә игилик һоқуқиниң “вәтән тарихидики түп пиринсип” һәм бесип өткили болмайдиған “қизил сизиқ” икәнликини; бурһан шәһиди базарға салған хитай мәркәзлик тарих сәпсәтәсиниң вәтәнгә хиянәт, милләткә аһанәт кәлтүридиған асассиз җөйлүштин башқа нәрсә әмәсликини тәкитләп өтти.

 (Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.