Асасий қатламни “универсал башқуруш” сиясити уйғурларни мәвһум қәпәскә қамаштин башқа нәрсә әмәс

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2025.03.17
bayraq-chiqirish-uyghur Қәшқәр шәһири пахтәклә йезиси төвәнки қақул кәнтидики 200 дин артуқ киши байрақ чиқириш мурасимиға қатнишиватиду. 2014-Йили 1-өктәбир, қәшқәр
www.ts.cn

“шинҗаң қанунчилиқ гезити” 14-март “асасий қатламдики иҗтимаий башқурушниң йеңи әндизисини бәрпа қилишта қолға кәлтүргән нәтиҗилири” һәққидә бир хәвәр елан қилған. Хәвәрниң мәзмунидин қариғанда, хитай уйғур елидә аталмиш “асасий қатламни универсал башқуруш мәркәзлирини қуруш” қа башлиған. Йәни бу һәрикәт 2024-йили башланған болуп, бүгүнгичә уйғур елидики 16 наһийә вә шәһәрләрдә бу хил мәркәзләр қурулуп ишқа кириштүрүлгән.

Хитай йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә “асасий қатламни башқурушниң йеңи әндизисини яритиш” ни күчәп тәшвиқ қилип кәлгәниди. Шундақла җәмийәтни бу хил шәкилдә башқуруш усулини аталмиш “ортақ қуруш, ортақ башқуруш вә ортақ бәһрилинишини асас қилған аммиви мулазимәтни яхшилаш” дәп атап кәлди. Һалбуки, асасий қатламларни башқуруштики бу хил тәдбирләрниң әслий маһийити һәргизму хитай тәшвиқ қилғандәк “аммиви мулазимәтни яхшилаш” болмастин, бәлки уйғурларға болған назарәт вә башқурушни күчәйтишни мәқсәт қилған.

Қарайдиған болсақ, уйғур елидә йолға қоюлған “асасий қатламни башқуруш мәркизи” ниң иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилип, қануний мулазимәт сүпитини юқири көтүридиғанлиқи тәшвиқ қилинсиму, әмәлийәттә бу хитайниң юқири техникаға тайинип җәмийәтни идарә қилиш системисиниң бир қисми һесаблиниду. Йәни бу система хитайниң “өткүр көз қурулуши” (雪亮工程), “чоң сандан назарәт системиси” (大数据), “торлашқан башқуруш системиси” (网格化管理) қатарлиқларни өз ара бағлап, инсанларни омумйүзлүк назарәт астида башқуридиған услубтур. Демәк, хәвәрниң маһийитидин қариғанда, бу услуб нөвәттә уйғурлар үстидә синақ қилиниватқанлиқи еһтималға толиму йеқин.

Бундақ бир услубта җәмийәтни башқуруш, учур техникиси арқилиқ әмәлгә ашурулидиған болуп, йәрлик хәлқниң барлиқ һәрикәтлири омумйүзлүк назарәт қилиниду. Һәтта чирай тонуш техникиси, санлиқ мәлуматларни анализ қилиш вә җәмийәттики ишәнчлик дәриҗиси арқилиқ, уйғурларниң барлиқ иҗтимаий паалийәтлирини омумйүзлүк назарәт қилиш мәқситигә йетәләйду. Һәтта шәхсләрниң диний паалийәтлири, иҗтимаий алақә тори, шундақла идийәсини һәрвақит тәқиб қилалайду. Бундақ бир система әмәлийәттә уйғурларниң шәхсий һаятида һечқандақ мәхпийәтликни қалдурмаслиқ билән уларниң инсанлиқ һәқлирини дәпсәндә қилиду. Шуниң билән биргә уйғурларниң диний етиқади, миллий мәдәнийәт, өрп-адәтлирини халиғанчә бастуруш шараитини һазирлайду.

Хитай йәнә бу хил системини җәмийәттики иҗтимаий зиддийәтләрни һәл қилип, аммиға ярдәм қилиш дәп тәшвиқ қилсиму, буниң маһийити йәнила “гәп қилсаң тилиңни кесимән, қарисаң көзүңни ойимән” шәклидә әмәлийлишиду. Мисалға алсақ, уйғурларниң диний етиқад һоқуқлири, диний байрамлирини халиған шәкилдә тәбрикләш, мал-мүлүк маҗиралири яки җәмийәттә кәмситилишкә учраш қатарлиқ мәсилиләрдә һечқандақ ярдәмгә еришәлмәйду. Әксичә, аталмиш “универсал башқуруш мәркизи” мәсилини һәл қилғучи әмәс, бәлки уйғурларни техиму қаттиқ бастуруш ролини ойниши мумкин. Чүнки бу органлар пүтүнләй җ х органлири, һөкүмәт мәмурлири вә әдлийә системиси билән һәмкарлишип ишләйдиған болуп, һөкүмәтниң дитиға яқмайдиған һәрқандақ тәләпләр бу мәркәз тәрипидин “әсәбий идийә” яки “бихәтәрлик тәһдити” сүпитидә бир тәрәп қилиниши ; шундақла бу хил әһвал уйғурларға техиму еғир болған сиясий бесимларни пәйда қилиши, һәтта лагерларға қамилиш қатарлиқ қисмәтләрни кәлтүрүп чиқириши мумкин.

Хитай узун йиллардин буян уйғур елидә “муқимлиқни сақлаш” намида уйғурларни нишан қилған қаттиқ бастуруш сиясәтлирини иҗра қилип кәлди. Әмди болса “универсал башқуруш мәркизи” намида юқири пән-техникиға тайинип, уйғурлар үстидики назарәт вә контроллуқини техиму күчәйтишкә тиришиватиду. Бу мәркәзләр хәлқниң наразилиқлирини аталмиш “келиштүргүчиләр арқилиқ һәл қилиш” ни тәшвиқ қилсиму, лекин бу келиштүргүчиләрниң вәзиписи “муқимлиққа капаләтлик қилиш” ни пиринсип қилғанлиқи түпәйлидин, уларниң уйғурларниң һәқлирини қоғдишидин үмид күткили болмайду. Әксичә, уйғурларниң инсанлиқ һәқлириму аталмиш муқимлиқниң күшәндиси дәп қарилип, дәпсәндә қилиниши, бастурулуши мумкин. Бундақ бир шараитта уйғурларниң яшаш имканлири техиму тарийип, сәлла диққәт қилмиса, “қанунға тайинип башқуруш” намидики еғир паракәндичиликләргә дуч келишиму мумкин.

Дәрвәқә, бу хил мәркәзләрниң қурулуши уйғурларниң бихәтәрликигә еғир тәһдит пәйда қилидиғанлиқи тәбиий. Бундақ болушини бу хил системиниң характери бәлгилигән болуп, у төвәндики бир қанчә нуқтилар гәвдилиниду.

Биринчидин, бу мәркәзләр учур суписиға тайинип хизмәт қилидиған болуп, шәхсниң һаяти, иҗтимаий паалийәтлири, интернет алақиси қатарлиқ учурларни һөкүмәтниң назарәт системиға киргүзиду. Бундақ әһвалда уйғурларға охшаш “алаһидә топлуқ” лар нуқтилиқ назарәт нишани қилинип, күндилик турмуштики адәттики гәп-сөзлири, иш-һәрикәтлири һәтта сиртқа чиқишиму бу мәркәзләр тәрипидин гуманлиқ дәп қарилиши вә бир тәрәп қилиш категорийәсигә киргүзүлүши мумкин.

Иккинчидин, хитайлар үчүн адәттики ишлар дәп қарилидиған аиливи җәм болушлар, уйғурчә параңлишишлар, чегра сиртидики тор супилирини қоллинишлар, һәтта чәт әлдики уруғ-туғқанлири, достлири билән алақә қилишларму бу мәркәзләр тәрипидин “гуманлиқ һәрикәт” ләр сүпитидә муамилә қилиниши мумкин.

Үчинчидин, бу мәркәз җ х идариси, қораллиқ сақчи вә түрмә билән һәмкарлишип хизмәт қилидиған болуп, уйғурларниң кичиккинә қаршилиқлириму бихәтәрлик органлириниң һәрикәткә келишигә сәвәб болуши мумкин. Бир қанчә йил бурун уйғур елидә кәң көләмлик тутқун қилиш болғанлиқи һәммимизгә мәлум. Бу мәркәзләрниң қурулушиму әмәлийәттә әнә шундақ чоң тутқунни күчәйтишни мәқсәт қилған десәк тамамән болиду.

Төтинчидин, юқириқилардин сирт уйғурлар изчил йосунда ишәнчлик яки гуманлиқ түрләргә айрилиш қисмитигә дуч кәлгән болуп, бу мәркәзләрниң қурулуши, “гуманлиқ уйғур” ларниң санини техиму көпәйтиши вә уларға техиму көп бесимларни пәйда қилиши мумкин. Болупму “гуманлиқ уйғур” тамғиси бесилғанларниң сиртларға әркин-азадә чиқиши, хизмәт тепиши, балилириниң мәктәпкә кириши, һәтта иҗтимаий алақисидиму зор қийинчилиқлар көрүлүши мумкин.

Қисқиси, “асасий қатламларни универсал башқуруш мәркәзлири” ниң қурулуши уйғурлар үчүн хәвпниң көпийиши болуп, уларниң һаятини түрлүк қорқунч вә бисәрәмҗанлиққа иттириши ениқ. Техиму муһими, ирқий қирғинчилиқ астида зулум чекиватқан уйғурларниң, техиму көп адаләтсизликләргә учраш хәвпини еғирлитиши тәбиий. Конкрет қилип ейтқанда, нөвәттә хитай пүтүн күчи билән уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлирини мәвһум шәкилдә елип баридиған йочуқларни издәшкә тиришмақта. Аталмиш “асасий қатламни универсал башқуруш мәркәзлири” хитай ейтқандәк, “аммиға мулазимәт қилидиған мәркәзләр” әмәс, бәлки дәл хитайниң уйғурлар үстидики бастуруш сиясәтлирини йошурун шәкилдә елип беришниң бир йоли, ениқрақи, мәвһум қәпәскә қамап башқурушниң васитиси, халас.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.