Шәрқий түркистан җумһурийити баш катипидин мусапирлиққичә: инқилаб вә шәхсләр(2)

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2025.03.13
abdureof-mexsum-ibrahimi Абдурәуп мәхсум ибраһими 1944-1949-йилидики шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң баш катипи. У, әлихан төрә, әхмәтҗан қасими қатарлиқ мәзкур һакимийәт рәһбәрлири қатаридики бир шәхс иди.
Photo: RFA

Абдурәуп мәхсум ибраһими 1944-1949-йилидики шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң баш катипи. У, әлихан төрә, әхмәтҗан қасими қатарлиқ мәзкур һакимийәт рәһбәрлири қатаридики шәхс иди. Абдурәуп мәхсум ибраһими шәрқий түркистан җумһурийитиниң күндилик хизмәтлирини орунлаштуруш, һәр қетимлиқ һөкүмәт комитети йиғинлирини ечип қарарларни қобул қилиш вә қарарларни һөҗҗәтләштүрүп рәис, муавин рәис вә өзиниң имзасини қоюп тарқитиш қатарлиқ ишларға биваситә қатнашқан. У, әлихан төрә, әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләр билән күндилик ишларда биргә болған, уларниң һәр бир қариши вә идийәсини яхши чүшәнгән зат иди.

1914-Йили ғулҗида туғулған абдурәуп мәхсум ибраһими өсмүрлүк вә яшлиқ дәврлирини ғулҗида мәсуд сабири ачқан мәктәпләрдә оқуш, боғалтирлиқ кәспи өгинип, бу саһәдә тонулуш билән өткүзгән болса, 1944-йилиниң башлирида әлихан төрә қатарлиқлар билән бирликтә “азадлиқ тәшкилати” ни қуруп, шәрқий түркистан инқилабиға тәйярлиқ қилди. 1944-Йили 7-ноябирда башланған ғулҗа қозғилиңиға қатнашти вә 12-ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити қурулғанда һөкүмәт баш катипи болуп сайлинип бу вәзипини мувәппәқийәтлик орундиди.

Абдурәуп мәхсум 1946-йили 7-айда битимдин кейин таки1949-йиллириғичә һөкүмәт органлири, дөләтлик банка вә башқа саһәләрдә хизмәт қилди. Болупму әхмәтҗан қасими билән даимлиқ хизмәт учришишлирида вә шәхсий достлуқ алақилиридә болди.

Қазақистанда яшайдиған тонулған җамаәт әрбаби, мәдәнийәт-маарип җанкөйәри азтекин ибраһими абдурәуп мәхсум ибраһиминиң чоң оғли болуп, у 1947-йили ғулҗида туғулған вә 1963-йили дадиси билән биргә қазақистанға көчүп келип шу йәрдә дадиси билән биргә өткәниди.

Азтекин әпәнди дадиси абдурәуп мәхсум ибраһиминиң қазақистандики һаят мусапилири, җүмлидин ой-пикирлири вә паалийәтлириниң шаһити иди. Униң ейтишичә, абдурәуп мәхсум ибраһими өмүр бойи өзлири қилған инқилабни әслигәндә совет иттипақиниң алдамчилиқидин вә бәргән вадилиридин йенивалғанлиқидин қаттиқ өкүнгән. У, ташкәнт вә алмутиларда әлихан төрә вә башқа инқилаб рәһбәрлири, командирлири билән даим көрүшүп турған.

Азтекин әпәндиниң ейтишичә, униң шу шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлири һәққидики көз қарашлири вә баһалири өзгичә болуп, у әлихан төрини миллити өзбек болсиму, шәрқий түркистан инқилабиға, хәлққә садиқ, дини имани күчлүк вә билими зор һәм пидакар, әхлақлиқ киши иди, униң тарих билимиму юқири болуп, хәлқни қозғаш чақириқи күчлүк болған. У советларниң шу вақиттики бәргән вәдилиригә ишинип хәлқни актип қозғиған, лекин кейин советлар вәдисидин йенип уни ташкәнткә елип кетип орунлаштурған дәп қариған. Һәтта 1975-йили абдурәуп мәхсум әлихан төрә билән ташкәнттә көрүшкәндә, әлихан төрә йәнила шәрқий түркистанда инқилаб болса өзиниң қатнишидиғанлиқини ейтқаникән.

Азтекин әпәндиниң ейтишичә, дадиси абдурәуп мәхсумниң әхмәтҗан қасимиға бәргән баһаси наһайити юқири болуп, у әхмәтҗан қасимини пидакар, растчил; һәққанийәтчи, юқири мәлуматлиқ, қорқмас, уйғур хәлқиниң мустәқиллиқи, азадлиқи йолида тәврәнмигән вә шу йолда 35 яшлиқ һаятини тәқдим қилған әхлақ пәзиләтлик адәм иди дәп баһа бәргән. У, әхмәтҗан қасиминиң бейҗиңдики йиғинға қатнишиш йолида айропилан қазасиға учриди дегәнгә бир өмүр ишәнмигән болуп, “совет коммунистлири бу ишни қилди, әхмәтҗанни шулар өлтүрди” дәп ишәнгән.

У, инқилабларниң мәғлуп болушидики түп сәвәбләрниң бирини советларниң сиясити вә алдамчилиқи дәп қариса йәнә бир тәрәптин наданлиқ, маарип җәһәттә арқида қелиш, билимлик адәмләрниң көп болмаслиқи, сиясий наданлиқ дәп һесаблиған.

1949-Йили бу һөкүмәтниң ахирлишиши у вә униң миңлиған сәпдашлирини мушәққәтлик вә мусапирлиқ һаят йоллирида меңишқа елип кәлди. Абдурәуп мәхсум ибраһиминиң 1963-йилидин кейинки 42 йиллиқ һаяти қазақистанда бағвәнчилик, деһқанчилиқ вә сода ишлири билән өткән болуп, у, 2005-йили 91 йешида алмута шәһиридә вапат болған. У, һаят вақтида алмута вә истанбулда ечилған йиғинларға вә алмутадики түрлүк мурасимларға актип қатнишип өз тәҗрибә савақлирини кишиләргә сөзләп, әвладларни тәрбийәләшкә әһмийәт бәргән.

Сөһбәтниң тәпсилатини улиништин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.