Тайландтин қайтурулған уйғурлар вә сиясәттики оюнлар

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2025.03.14
Paetongtarn-Shinawatra-xi-jinping Тайланд баш министири петоңтарин шинаватра(Paetongtarn Shinawatra) хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшти. 2025-Йили 6-феврал, бейҗиң.
Photo: RFA

Тайланд һөкүмитиниң 11 йиллиқ тутқунни баштин кәчүргән 40 нәпәр уйғурни ички чуқанлар вә ташқи чақириқлар, җүмлидин бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кәскин тәләплирини бир яққа қайрип қойған һалда хитайға қайтуруп бериши өткән бирнәччә һәптидә хәлқарада әң зор муназирә қозғиған темилардин бири болди. Шу қатарда тайланд һөкүмитиниң өзи билән узун йиллиқ иттипақдаш болуп келиватқан америка һөкүмитиниңму тәлипини нәзәргә алмастин бу уйғурларни хитайға өткүзүп бериши торлардики бәзи инкасларда “бу һал ашкара һалда америка һөкүмитигә шилтиң атқанлиқ. Тайланд һаман буниң бәдилини төләйду” дейилгәнлики мәлум. “баңкок почтиси” гезитиниң 10-март санида ситинан поңсудирак (Thitinan Pongsudhirak) имзасида елан қилинған обзорда бу қетим уйғур тутқунларни хитайға өткүзүп беришниң бир қетимлиқ истратегийәлик хаталиқ болғанлиқиға даир мәсилиләр нуқтилиқ муһакимә қилиниду.

“алдамчилиқ тайландниң йүзини төкти!”

Апторниң қаришичә, тайланд һөкүмитиниң 40 нәпәр уйғурни хитайға өткүзүп бериши алди билән тайландниң җуғрапийәлик истратегийә саһәсидә тәңпуң һаләтни сақлишиға бәкму зиянлиқ. Болупму америка вә хитайдин ибарәт икки чоң дуняви күч арисида туруватқан тайланд үчүн өзи қамаққа алған уйғур тутқунлар мәсилисидә мустәқил дөләт сүпитидә бир қарар алалмаслиқ, йәнә келип зулумдин қечип чиққан уйғурларни хәлқара қанунлар вә өз қанунлириға хилап һалда зулум маканиға қайтуруветиш тайландниң хәлқарадики образиға еғир дағ чүшүриду.

Деризә әйнәклиригә қара рәңлик чаплақ чапланған йүк машиниси баңкоктики тутуп туруш мәркизидин айриливатқан көрүнүш. 2025-Йили 27-феврал, баңкок
Деризә әйнәклиригә қара рәңлик чаплақ чапланған йүк машиниси баңкоктики тутуп туруш мәркизидин айриливатқан көрүнүш. 2025-Йили 27-феврал, баңкок
AP/Nuttaphol Meksobhon

Апторниң қаришичә, тайланд һөкүмити америка һөкүмитигә яки хитай һөкүмитигә четишлиқ мәсилиләргә йүзләнгәндә изчил түрдә тәңпуңлуқни сақлиши лазим. Бир тәрәпкә зиядә хушамәт қилип кетиш һәрқачан тайланд үчүн зиянлиқ. Бу тоғрисида сөз болғанда тайландтики чулалоңкорн (Chulalongkorn) университетиниң дотсенти панитан ваттанаягорн (Panitan Wattanayagorn) тайланд һөкүмитиниң көзини парқиритип туруп дуняни алдашқа урунуштәк қилмишиниң буниңда муһим салмақни игиләйдиғанлиқини алаһидә әскәртиду.

“әгәр бу ишни тоғра вә очуқ-ашкара йосунда қилған болсақ хәлқарадики әйибләшләр, намайишлар вә әндишиләрни әң төвән чәккә чүшүрүшкә тамамән болатти. Қарайдиған болсақ һәммидинму бәк кишини әпсусландуридиғини тайланд һөкүмитиниң хели кейинки вақитларғичиму изчил һалда бу уйғурларни қобул қилишни халайдиған бирәр дөләтни тапалмиғанлиқи һәққидә вәзханлиқ қилиши болди. Улар ‛һечқандақ бир дөләт бу уйғурларни қобул қилишни халимиди. Шуңа уларни хитайға қайтуруветиштин башқа чаримиз қалмиди‚ дәп турувалди. Бу хил ялғанчилиқ әмәлийәттә бәк яман бир вәзийәтни шәкилләндүрүп қойди. Болупму тайланд билән ғәрб дунясиниң, йәнә келип кишилик һоқуқни муһим мәсилә, дәп қарайдиған дөләтләрниң мунасивити әнә шундақ қатмаллиққа гириптар болди. Әгәр улар һәмкарлишип иш көргән болса уларни хитайға өткүзүп бериштин бурунла бу мәсилини мувапиқ шәкилдә һәл қилиш мумкин иди.”

Дәрвәқә уйғур тутқунларни хитайға қайтуруштин хели бурунла чәт әл һөкүмәтлири, тәшкилатлар вә һәр қатлам кишилириниң бу һәқтики сүрүштә қилишлириға қарита тайланд һөкүмити изчил “бу уйғурларни һәргизму хитайға қайтуруп бәрмәймиз” дегән шәкилдә җаваб бәргән; һәтта хитай җамаәт хәвпсизлик (җ х) министирлиқиниң министир ярдәмчиси баңкокта пәйда болғандиму униң пәқәт берма тәвәсидики тор алдамчилиқиға қарши туруш хизмити сәвәбидин тайландқа кәлгәнликини әскәрткән; уйғур тутқунларни деризилири қара әдияллар билән қапливетилгән аптобусларға бесип билән донмоң (Don Mueang) айрудромидики хитай айропиланиға йөткәватқанда бу ишниң шәписини сезип қалғанлар йоллиған учурларни “пүтүнләй сахта учур” дәп инкар қилған.

Мустәқил сиясий анализчи илшат һәсәнму бу мәсилидә ашуниңға охшап кетидиған қарашта. Униң қаришичә, тайланд һөкүмитиниң уйғур тутқунларни бир яқлиқ қилиш мәсилисидики бу хил сахтипәзлик мәвқәси тәбиий һалда униң хәлқарадики образиға еғир дағ чүшүриду.

“тайландниң мәнпәәти уйғурларниң һаятидин үстүн кәлди”

Б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң баянатчиси лиз сросел (Liz Throssell) уйғур тутқунлар хитайға өткүзүп берилгәндин кейин баянат елан қилип “алий комиссар волкер түрк (Volker Turk) 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп беришниң хәлқара қанунларға вә өлчәмләргә еғир дәриҗидә хилаплиқ қилиш болидиғанлиқини тәкитлиди. Биз көп қетимлап тайланд һөкүмитидин хәлқара қанунларға асасән уларни қоғдашни тәләп қилдуқ. Әмма уларниң йәнила бу уйғурларни хитайға қайтуруп бәргәнлики адәмни бәкму ечиндуриду” деди.

Дәрвәқә, бу қетимқи өткүзүп бериш вәқәсидин кейин тайланд билән хитай оттурисида қандақ “разилиқ” содисиниң болғанлиқи намәлум болсиму, анализчилар бирдәк буниң хитайдин келидиған иқтисадий мәнпәәтни һәрикәтләндүргүч күч қилғанлиқини алға сүриду. Торлардики инкасларда болса бәзиләр тайланд баш министири патоңтарн шинаватра (Paetongtarn Shinawatra) ниң әҗдадлири хитайдин кәлгән көчмәнләр икәнликини тәкитләп “баш министирниң уйғур өчмәнлики бу ишқа сәвәб болған” дәп язған. Әмма илшат һәсәнниң қаришичә, бу мәсилидә баш министирниң ким болушидин қәтийнәзәр тайланд һөкүмитиниң нәччә он милярдлиған америка доллириға четишлиқ бу мәсилидә уйғурларниң мәнпәәтини әмәс, әксичә тайландниң түпки мәнпәәтини көзлигән асаста мушундақ бир қарар чиқириши муқәррәр һадисә һесаблиниду.

109 Уйғурни тайландтин хитайға елип маңған көрүнүш. 2015-Йили 9-июл.
109 Уйғурни тайландтин хитайға елип маңған көрүнүш. 2015-Йили 9-июл.
CCTV

Дотсент панитан ваттанаягорн бу ишта һәммидинму бәк ғәм йегән мәсилә тайланд хәлқиниң дәл мушундақ сәлбий ақивәт түпәйлидин “йемигән мантиға пул төләп қелиши” һесаблиниду. Чүнки һөкүмәтниң мушундақ бир қарари түпәйлидин алдинқи қетим 109 уйғур хитайға өткүзүп берилгәндин кейин 2015-йили 17-авғустта баңкок шәһиридики йереван ибадәтханисида бомба партлитилған. Нәтиҗидә 20 адәм өлүш, 163 киши охшимиған дәриҗидә ярилиниш вәқәси келип чиққан. Тайланд сақчилири билал муһәммәд вә мирәли йүсүп исимлик икки уйғур мусапирни мушу қетимлиқ бомба партлитишниң җавабкари сүпитидә қолға алған иди.

Бу қетимқи уйғурларни өткүзүп бериш вәқәсидин кейин нурғун киши алдинқи қетимқидәк “өч елиш” вәқәлириниң қайта йүз берип қелишидин әнсирәшкә өткән. Бу хил қорқунч туйғусиму нөвәттә тайланд һөкүмити үчүн бир йеңи баш ағриқи болуп қалған. Йәнә келип баңкок шәһиридики америка, хитай вә японийә әлчиханилирини өз ичигә алған көплигән әлчиханилар өз пуқралириниң тайланд саяһити һәққидә агаһландуруш тарқатқан. Тайландқа охшаш саяһәтчилик муһим миллий дарамәт мәнбәси болуватқан дөләт үчүн бу һал шүбһисиз яхшилиқтин дерәк бәрмәйду. Дотсент панитан ваттанаягорн шу сәвәбтинму бу қетимқи вәқәниң ашу тәриқидә бәкла “сиясий” лишип кетишини “хәйрликниң бешарити әмәс” дәйду.

“мениңчә, биз бу хилдики мәсилиләрниң сиясийлишип кетишидин сақлинишимиз керәк иди. Демисиму бу мәсилини әслидила обдан дәңсәп, көчмәнләр қануниниң түпки мәзмунлириға қарап бир яқлиқ қилишқа болатти. Йәнә келип биз бу мәсилидә хәлқара паалийәтләр, келишимләр вә кишилик һоқуқ әндишилирини һесабқа алған болсақ бу иш у дәриҗидә сиясийлишип кәтмәйтти. Йәнә келип қандақ болушидин қәтийнәзәр тайланд хәлқи бу ишниң өзлири үчүн бир зор роһий йүк болуп қелишини зинһар халимайду. Техиму муһими тайланд хәлқи яхширақ турмуш вә бала-чақилириға хатирҗәмрәк һаятлиқ издәп панаһ тартип кәлгәнләр үчүн тайландниң уларни балаға тиқидиған бир мәмликәткә айлинип қелишини халимайду.”

Бу уйғурлар қоғдиламду?

“уйғур тутқунларниң хитайға өткүзүп берилмәйдиғанлиқи” һәққидики дәбдәбилик вәдиләрниң бир қетимлиқ алдамчилиқ болғанлиқи ашкариланғандин кейин тайланд һөкүмити хәлқарадики күчлүк тәнқидләр вә бесимларға қарита тездин йеңи оюн ойнап “биз хитай һөкүмити билән сөзләштуқ. Бу уйғурларниң уруқ-туғқанлири билән җәм болғандин кейин хатирҗәм яшишиға улар кепиллик қилидиған болди” дейишкә өткәнлики мәлум. Йәнә бир яқтин тайланд көчмәнләр идарисиниң мәсуллири алайитән қәшқәргә берип, қайтуруп келингән уйғурларниң өйлиридә меһман болған һәмдә улардин “һал сориған”. Бу һәқтики сүрәтлик хәвәрләр болса торларда кәң тарқитилған.

Баш министир патоңтарн шинаватра (Paetongtarn Shinawatra) бу һәқтә мухбирларға сөз қилип: “мән бу қетимқи өткүзүп бериш җәрянида күтүлмигән һадисиләрниң йүз беришини яки уйғурларниң һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә болушини халимаймән. Бу хизмәтниң оңушлуқ вә тинч шәкилдә тамамлиниши бәк муһим. Қошнимиз болған дөләтниң бәргән вәдисини пүтүн дуня көриду. Шуңа хитай һөкүмити бу кишиләрниң һалидин яхши хәвәр алиду, дәп ишинимән” дегән. . Шундақла бу арқилиқ уйғур тутқунларниң тәқдиридин әндишидә болуватқан кишиләрни хатирҗәм болушқа үндигән.

Һалбуки аридин нәччә һәптә өткән болсиму, 40 кишидин бирнәччәйлән екран йүзидә көрүнгәндин башқа қалған тутқунларниң тәқдири немә болғанлиқи һазирғичә намәлум. Болупму хитай һөкүмитиниң бу һәқтики баянатида тәкитләнгән “қануний тәртипләрдин өткүзүш” һәққидики баянлар бу уйғурларниң қирғинчилиқ һелиһәм давам қиливатиду, дәп қариливатқан уйғур елидики тәқдириниң бәкму чоң хәтәргә дуч келидиғанлиқидин бешарәт бәрмәктә. Шу сәвәбтин “ялғанчилиқта узун тарихқа игә” дәп қарилидиған хитай һөкүмитиниң “вәдисигә вапа қилип бу уйғурларниң һалидин яхши хәвәр алидиғанлиқи”, болупму техичә тайланд түрмисигә қамақлиқ туруватқан сәккиз нәпәр уйғурниң тәқдири йеңи әндишиләргә сәвәб болушқа башлиғанлиқи мәлум.

Мәлум болушичә, тайландики сәккиз уйғур тутқунниң бәш нәпири “қечишқа урунған” дегән әйибләш түпәйлидин қамаққа һөкүм қилинған болуп, һазир түрмидә җаза өтимәктә икән. Қалған үчәйлән болса техичә көчмәнләр идарисиниң тутуп туруш орнида сотниң җаза һөкүм қилишини сақлимақта икән. Тайландики адвокатлардин каннави субсаң (Kannavee Suebsang) бу һәқтә “америка авази” радийосиниң зияритини қобул қилғанда “қамақ муддити тошқанда бу бәш уйғур тутуп туруш орниға қайтурулиду. Шу чағда уларму хитайға қайтурулуши мумкин” дегән. Униң билдүрүшичә, бу уйғурларниң қамақ муддити 2029-йили тошидикән. Әмма тайланд падишаһи йилда бир қетим зор кәчүрүм елан қилидиған болғачқа, бу уйғурларниң бу йилқи яки келәр йилқи зор кәчүрүмгә тоғрилинип түрмидин чиқирилиши вә хитайға қайтурулуши еһтималға толиму йеқин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.