“дөләт игиликидики ички әзалар” вә уйғур “әза тәқдим қилғучи” лар

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2025.03.14
organ-ichki-eza.jpg Бир сақчиниң фалунгуңчиларниң “хитайда ички әза йиғишни тохтитиш” тоғрисидики тәшвиқат лозункисиниң алдидин өтүп кетиватқан көрүнүши. 2016-Йили 18-авғуст, хоңкоң.
REUTERS

Хитайдики орган әткәсчилики паш қилинған “дөләт игиликидики ички әзалар” намлиқ бир филим 2023-йилидин буян канада, америка қатарлиқ нурғун дөләтләрдә түрлүк хәлқаралиқ филим фестиваллириға талланған вә мукапатларға еришкәниди. Филим тәйвәндә қоюлғанда, киноханилар еғир тәһдиткә учриған болуп, хитайдики орган көчүрүш системисиниң әсли маһийитини ашкарилап қойғаниди. Бүгүн бу филимни тилға елишимизму, хитай башқурушидики “Тәңритағ тори” да елан қилинған уйғур елидики “қан ишлигүчи ғол һүҗәйрә тәқдим қилиш” қа даир бир хәвәр сәвәбликтур. Бу йил 3-март елан қилинған бу хәвәрдә шинҗаң уйғур аптоном районлуқ қизил кирест җәмийитигә 54 миңдин артуқ қан ишлигүчи ғол һүҗәйрә тәқдим қилғучи пидаийларниң әза болғанлиқи көрситилгән. Шундақла уйғур елиниң буниңдин кейин аталмиш “җуңхуа йилик амбири” ға йилик тәқдим қилғучиларни техиму көпәйтидиғанлиқи баян қилинған. Әгәр биз “дөләт игилидики ички әзалар” филимида баян қилинған мәзмунлар билән “тәңритағ тори” дики бу хәвәрни уйғурларниң нөвәттики әһвали билән өз ара бирләштүрүп қарайдиған болсақ, буниң кәйнидә башқичә бир реаллиқниң мәвҗутлуқини тәхмин қилалишимиз тәс әмәс.

Көпийиватқан “қизил крест җәмийәтлири вә әза тәқдим қилғучи пидаий” лар

Хитай узун йиллардин буян “орган әткәсчилики” гә даир хәлқарадики түрлүк әйибләшләрни рәт қилип кәлди. Әмма йиллардин буян бу һәқтә елан қилинған түрлүк мустәқил тәтқиқат доклатлири, шундақла шаһитларниң гуваһлиқлиридин қариғанда, уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләр яки өктичи хитайларниң мәзкур “орган әткәсчилики” ниң биваситә қурбанлириға айланғанлиқи ениқ. Болупму хитайдики орган көчүрүш оператсийәлириниң сани кишини чөчүткүдәк көп болуп, көчүрүлгән бу органларниң келиш мәнбәси билән хитай елан қилған орган тәқдим қилғучиларниң сани арисидики зор пәрқни мәнтиқлиқ чүшәндүрүш мумкин болмайдиған һаләт шәкилләнгән.

Уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи хәлқара җамаәткә ашкариланғандин буян, уйғур ели көзәткүчиләр тәрипидин хитайниң әң муһим орган тәминләш мәркизи икәнлики билән қарилип кәлмәктә. Һәтта бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комитети 2022-йили елан қилған уйғурлар һәққидики доклатидиму, уйғурларниң мәҗбурий әмгәк, хорлаш вә башқа кишилик һоқуқлири дәпсәндә қилиниш хәвпигә дуч кәлгәнлики тилға елинғаниди. Уйғурларға мунасивәтлик бир қисим хәлқаралиқ нопузлуқ доклатлардиму, җаза лагерлирида уйғурларға қаритилған ички әзаларни еливелиш еһтималлиқиниң мәвҗутлуқи көрситилгән. Бәзи шаһитларниң гуваһлиқлиридиму, җаза лагерлириға қамалғанларниң қәрәллик тән-саламәтлик тәкшүртидиғанлиқи, қан типи, бийологийәлик учурлириниң йиғип архиплаштурулидиғанлиқи тилға елинған. Техиму муһими, хитай өткән бир қанчә йилдин буян һәқсиз саламәтлик тәкшүрүш намида, уйғурларни асас қилған бийологийәлик учурларни йиғип архиплаштуруш сияситини йолға қойғаниди. Бу сиясәт һелиму давам қилмақта. Техиму муһими, бу әһваллар һәтта юқирида биз тилға алған филимдики әһваллар билән кишини һәйран қалдурғудәк дәриҗидә охшашлиқларға игә.

Шинҗаң уйғур аптоном районлуқ қизил крист җәмийити” елан қилған санлиқ мәлуматлардин қариғанда, нөвәттә асасий қатламларда (йеза-кәнтләрдә) 6144 қизил крест тармиқи қурулған вә 2024-йили уларға 5000 нәпәр йеңи пидаий қошулғанлиқи көрситилгән. Гәрчә аңлимаққа бу әһвал гоя уйғур елидики инсанпәрвәрлик хизмәтлириниң тәрәққий қиливатқанлиқидәк тәсир бәрсиму, әмма хитайдики өзгичә сиясий муһит вә уйғурларниң реаллиқидин қариғанда, бу мәсилини инсанпәрвәрлик биләнла бағлап чүшиниш мумкин әмәс.

Мәҗбурийму яки өз ихтиярлиқи биләнму?

Орган тәқдим қилишта кишиләрниң көңүл бөлидиғини алди билән тәқдим қилғучиниң өз ихтиярлиқидур. “Дуня сәһийә вә сақлиқни сақлаш җәмийити” му әза вә тоқулмиларни ианә қилишниң асасий пиринсипи “өз ихтиярлиқи билән ианә қилиш” икәнликини оттуриға қойған. Йәни һәр бир ички әза ианә қилғучи чоқум өзи халиши вә һечқандақ ташқи бесимға учримаслиқи керәк. Лекин хитайда уйғурларға даир учурларниң мәхпий тутулуши яки ениқ болмаслиқидин, бу аталмиш “пидаийлар” ниң өзи ихтияр қилған яки мәҗбурланғанлиқиғиму һөкүм қилғили болмайду. “тәңритағ тори” ниң хәвиридиму “җуңхуа йилик амбири шинҗаң шөбиси” ниң мәсули мәнсур әпәнди, уйғур елидә бәзи кишиләрниң йилик тәқдим қилиштин қорқидиғанлиқини баян қилған. Әмма кишиләрдики бу хил қорқушниң сәвәби зади “йилик тәқдим қилиш һәққидики билимләрни чүшәнмигәнликтин” му яки униң кәйнидә башқа сәвәбләрму барму, буниси намәлум.

Хитай башқурушидики “хәлқ тори” ниң 2023-йили июнда елан қилған бир хәвиридиму, розигүл исимлик 40 яшлиқ бир уйғур аялниң 2020-йилила “җуңхуа йилик амбири” ға әза болғанлиқи; әмма 2023-йили розигүлниң йилик типи мәлум бир бимар билән мас келидиғанлиқи билдүрүлгәндә, униң алди билән шинҗаң теббий университетида оқуватқан қизидин йилик тәқдим қилишниң саламәтликкә зиянлиқ яки әмәслики һәққидә мәслиһәт сориғанлиқи. . . Хәвәр қилинған. БИрләшкән дөләтләр тәшкилатиниң орган тәқдим қилиш вә көчүрүштики хәлқара һәмкарлиқ һәмдә орган әткәсчиликиниң алдини елиш һәққидики 2020-йили елан қилған доклатиДа орган әткәсчилик җинайити шәкилләнмәсликиниң шәртлири баян қилинған. Йәни доклатта, өз ихтиярлиқи билән, орган көчүрүшкә даир учурлардин толуқ хәвәрдар болған һаләттә ианә қилишқа қошулуш вә өз қараридин халиған вақитта йенивалалайдиған болуш һәмдә қараридин йенивалғанда бихәтәрликини қоғдашқа капаләтлик қилишму, җинайәт шәкилләндүрмәсликниң шәрти сүпитидә баян қилинған. Һалбуки, розигүлниң “җуңхуа йилик амбири” ға әза болуп 3 йилдин кейинму, қан ишләпчиқарғучи ғол һүҗәйрисини тәқдим қилишта мәслиһәтни “җуңхуа йилик амбири” дин әмәс, бәлки теббий университеттики қизидин елиши розигүлниң мәзкур орган тәрипидин әза тәқдим қилишқа даир йетәрлик учурға еришәлмигәнликини көрситиду. Қизиқ йери шуки, әза тәқдим қилишқа даир учурлардин хәвәрсиз қалған һәмдә Бу ишниң өз саламәтликигә зиянлиқ яки әмәсликиниму билмәйдиған розигүл қандақларчә “әза тәқдим қилғучи пидаий” лиққа тизимлитиду?

rozigul-ichki-organ

Хитай немидин қорқиду?

Әмәлийәттә, “дөләт игиликидики ички әзалар” филиминиң тәйвәндә еғир тәһидткә учриши билән муһаҗирәттики уйғурларниң хитай тәрипидин түрлүк тәһдитләргә учришиниң кәйнидики сәвәбләр асасән охшаш. Йәни хитай өз җинайәтлириниң хәлқараға ашкара болуп кетишидин қорқиду. Бу вәҗидин қолидин келидиған һәрқандақ васитә билән униң җинайитини паш қилғанларни йоқитишқа тиришиду. 2021-Йили июнда бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комитетидики хадимларму Уйғурларниң ички әзалириниң мәҗбурий көчүрүлүватқанлиқиға даир ишәнчлик мәлуматларға еришкәнликини вә буниңдин қаттиқ чөчүгәнликини билдүрүшкәниди.

Хуласә қилғанда, нөвәттә уйғурларниң хитайдики орган тәминләш амбириға айлиниватқанлиқиға даир мәлуматлар интайин көп. Бундақ әһвалда хитайниң уйғур елидә қизил крист җәмийитиниң тармақлирини көпләп қуруп, “йилик тәқдим қилғучи пидаийлар” қошунини зорайтмақчи болуши, кишидә ихтиярсиз гуман қозғайду. Бу вәҗидин хәлқара җамаәт хитайдики, җүмлидин уйғур елидики орган әткәсчилики мәсилисигә тездин инкас қайтуруши, тәдбир елиши, шундақла хитайниң бу саһәдики учурларни ташқий дуняға ениқ ашкарилишини тәләп қилиши зөрүр. Болупму уйғур елидики қан ишлигүчи ғол һүҗәйрә тәқдим қилишқа қатнаштурулған уйғурларниң әһвали җиддий диққәт қозғиши керәк. Уйғур елидики һәрқандақ ички әза, қан вә йилик тәқдим қилишлар чоқум хәлқара пиринсипларға уйғун һаләттә елип берилиши, һечболмиғанда ирқий қирғинчилиқ астидики уйғурларниң ички әзалири “инсанпәрвәрлик” намида мәҗбурий еливелинмаслиқиға капаләтлик қилиниши, уйғурларниң “дөләт игиликидики ички органлар” филимидикидәк қисмәтләргә қелишиниң алди елиниши керәк.

hawagul-qan-ishlep-chiqirish-ghol-hujeyre

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.