Явропада уйғуршунаслиқниң дәсләпки дәври қандақ шәкилләнгән?

Берлиндин обзорчимиз абләт сәмәт тәйярлиди
2025.03.13
uyghur-tetqiqati-menbe Уйғуршунаслиқта қоллинилидиған бир қисим муһим мәнбәләр
RFA/Eblet Semet

Уйғуршунаслиқниң шәкиллиниш тарихи һәққидә пәрқлиқ қарашлар бар. Көпинчә тәтқиқатчилар уйғурларниң 20-әсирниң башлирида “уйғур” дегән намни рәсмий милләт нами сүпитидә қоллинишқа башлиғанлиқини, техиму ениқрақ қилип ейтқанда, уйғур наминиң 1921-йили ташкәнттә чақирилған тунҗи нөвәтлик қәшқәрийә вә җуңғарийә әмгәкчилириниң биринчи қурултийида, униң арқисидин 1924-йили алмутада ечилған уйғурлар йиғинида рәсмий бекитилгәнликини илгири сүриду. Һалбуки, тарихий мәнбәләргә нәзәр салидиған болсақ, уйғуршунаслиқ һәққидики тунҗи қәдәмләрниң явропада бесилғанлиқини, башқа тәтқиқат саһәлиригә охшашла уйғуршунаслиқниң йоқлуқтин барлиққа, азлиқтин көплүккә, аддийлиқтин мурәккәпликкә қарап тәрәққий қилғанлиқини көрүвалалаймиз.

Ундақта, уйғуршунаслиқ явропада қачан вә қандақ пәйда болған?

Уйғуршунаслиқниң пәйда болуш тарихи һәққидә тохталғинимизда, сөзимизни явропада барлиққа кәлгән уйғурлар билән мунасивәтлик тәтқиқатларниң қандақ оттуриға чиққанлиқидин башлишимизға тоғра келиду. Бу һәқтики учурларниң әң муһимлири 13-әсирдә яшап өткән 3 нәпәр хиристиян раһибиниң хатирилиридин тепилиду. Буларниң ичидә франсискана тәриқатиниң раһиблиридин рубрук (Wilhelm von Rubruk) билән оттура асияға барған-бармиғанлиқи техичә толуқ җәзмләшмигән марко поло (Marco Polo) иккийләнниң хатириси муһим әһмийәткә игә. Бу иккийләнниң хатирилиридә “уйғур” нами биваситә тилға елинмиған болсиму, лекин уларниң васитилик баянлирини тәһлил қилиш вә башқа мәнбәләр билән селиштуруш арқилиқ, уларниң уйғурларниң дини етиқади, яшиған йери, моңғул империйәсидә тутқан муһим орни һәққидә язғанлиқини биливалғили болиду. Рубрукниң “моңғуллар бу милләтниң йезиқини қоллиниду” дегән баянлиридин рубрук тилға алған бу милләтниң уйғурлар икәнликини ениқ көрүвалғили болиду. явропа мәнбәлиридә тунҗи қетим уйғур намини ениқ язған киши карпини (Johannes de Plano Carpini) иди. 1245-Йилидин 1247-йилиғичә 2 йил сәпәргә чиққан бу киши моңғул империйәсиниң ордисини зиярәт қилиш шәрипигә еришкән. У хатирисидә “уйғур” нами билән биргә йәнә уйғурларниң “бәшбалиқ” вә “қарағоҗа” шәһәрлириниң исминиму ениқ язған.

Һалбуки, шуниңдин кейин таки 1711-йили шиветсийәлик йоһан страленберг (Philipo Johann von Stralenberg) исимлик бир офтсер руслар тәрипидин әсиргә елинип, сибирийәгә сүргүн қилинғучә “уйғур” нами явропа мәнбәлиридә қайта тилға елинмиған. 10 Йиллиқ түрмә һаятини русийәниң тоболск шәһиридә өткүзгән әсли герман миллитидин болған бу киши тасадипий һалда “шәҗәрәи түрк” намлиқ қиммәтлик бир әсәрни қолға чүшүрүвалған. Бу әсәр мәшһур харәзм шаһлиридин обулғази баһадирханниң һаятиниң ахирида йезип тамамлиялмиған, давами униң оғли тәрипидин йезилған “түркләрниң шәҗәриси” намлиқ мәшһур әсәр иди. Бу әсәрдә 13-әсирдә мәшһур тарихчи рәшидидин тәрипидин йезилған “җамиул таварих” намлиқ әсәрдин елинған уйғур тарихиға мунасивәтлик “оғузнамә” дастаниму бар иди. Бу әсәр 1726-йили алди билән фирансузчиға тәрҗимә қилинған. 1730-Йили страленбәрг бу әсәрниң ярдими билән дуняда тунҗи болуп, түрк тиллириниң классификатсийәсини турғузуп чиққан. У, бу әсәрдики уйғурлар һәққидики баянида, уйғур миллитиниң өз йезиқи, бай мәдәнийити вә өрп-адәтлири билән түрк милләтлири арисида алаһидә орунда туридиғанлиқини язған. У йәнә уйғур миллитиниң оттура асия тарихида наһайити муһим рол ойниғанлиқини, уйғур йезиқиниң моңғул вә башқа милләтләр тәрипидин қоллинилғанлиқини алаһидә тәкитлигән. “шәҗәрәи түрк” 1768-1774-йиллири русчиға вә 1780-йили инглизчигә тәрҗимә қилинғандин кейин, уйғурлар явропа илим саһәсидә техиму яхши тонулушқа башлиған. Һалбуки, бу илгириләшләр сөзи болуватқан у мәдәнийәтлик милләтниң кейинки әвладлириниң зади қәйәрдә яшаватқанлиқини дәрһал ениқлашқа йәтмәйтти.

Бу қийин вәзипә 1811-йили германийәлик түрколог вә хитайшунас юлиус клапрут (Julius Klaproth) тәрипидин орундалди. Клапрут шу йили елан қилған “уйғурларниң тили вә йезиқи үстидә тәтқиқат” намлиқ мақалисиниң дәсләпки җүмлисини мундақ башлиған: “түрк-татар қовмлириниң әң диққәт қозғайдиғанлиридин бири, ‛иғур‚ яки техиму тоғриси ‛уйғур‚лардур. Улар өзини ‛уйғур‚ дәп атайду. Улар ички асияниң қамил (қомул) вә туруфан яки турфан қатарлиқ җайлирида яшиған шундақла һазирғичә бу йәрдин айрилмиған”. У мақалисидә бир қисим түрк-татар тили өрнәклирини шу вақитқичә уйғур миллити билән арилишип кетиватқан оғуз тилидики сөзләр билән селиштуруп көрсәткән. Уйғур тили һәққидики дәлиллиридин бири сүпитидә өзиниң 1806-йили сибирийә сәпири җәрянида баштин кәчүргән бир әслимисигә орун бергән: “1806-йили сибирийә сәпиримдә амитим келип ана тили уйғурчә бир турпанлиқ кишини тепивалдим. Мән униң ағзидин 90 данә уйғурчә сөз хатириливалдим. Бу тил өрникини түрк-татар тиллири билән селиштуруп, нәтиҗисини 1812-йили ‛уйғурларниң тили вә йезиқи үстидә тәтқиқат‚ намлиқ мақаләмдә елан қилдим”.

Клапрутниң уйғур тилини түрк тиллиридин бири дәп һөкүм қилиши, пүтүн явропаниң оттура асия тиллири вә мәдәнийитигә қарита алаһидә қизиқишини қозғиған. Шу вақитқичә османшунаслиқ вә қирим татарчиси тәтқиқатини “түркологийә” дәп аташқа адәтләнгән көп сандики тәтқиқатчиларға әмди башқичә ойлинидиған бир вақит кәлгәнликидин бешарәт бәргән. Әмма униң қарашлири бир қисим тәтқиқатчиларниң қаршилиқиғиму учриған. Буларниң ичидә тонулған моңғулшунас исак якуб шмит (Isaak Jakob Schmidt) клапрутниң қаришини кәскин рәт қилған. Шмитниң қаришичә, клапртс тилға алған милләт уйғурлар әмәс, бәлки таңғутлар иди.

Клапрутниң “уйғур тили вә йезиқи үстидә тәтқиқат” намлиқ китабиниң баш бети
Клапрутниң “уйғур тили вә йезиқи үстидә тәтқиқат” намлиқ китабиниң баш бети
RFA/Ablet Semet

Клапрут шмиткә охшаш кишиләрни қайил қилиш үчүн өз қаришини техиму көп дәлилләр билән испатлап көрситиши керәкликини тонуп йәткән вә йеңи мәнбәләрни издәшкә башлиған. У, 1820-йили фирансийә дөләт кутупханисида сақлиниватқан уйғурчә-хитайчә бир луғәтни байқиған. Бу луғәт 14-әсирниң иккинчи йеримида миң сулалиси ордисида тәсис қилинған “тәрҗиманлар сарийи” ниң хизмәтчилири тәрипидин тәйярланған иди. Бу луғәтни әслидә фирансийәлик хитайшунас амйот (Joseph-Marie Amiot) 1789-йили бейҗиңда байқап уйғурчә сөзләрниң хитайчә йезилған тәләппузи йениға латинчә оқулушини вә бир қисим чүшәндүрүшлирини йезип парижға әвәткән икән. Клапрут бу луғәттики 914 данә сөз арисидин талланған мисаллар билән дәсләпки мақалисини қайтидин толуқлап нәшр қилған. У 1823-йили пүтүн луғәтни германчиға тәрҗимә қилған. Буниң йенида қомул вә турпандин миң сулалиси хақаниға қаритип йезилған 3 парчә хәтниң тәрҗимисиниму қошуп бәргән. Бу тил дәлиллиригә қошуп, “шәҗәрәи түрк” китабидин “уйғур елиниң баяни” вә рәшидидинниң “җамииул таварих” (омумий тарих) китабидин “уйғур миллити” дегән бөлүмләрдики тарихий пакитларниңму германчә тәрҗимисиниму нәшр қилған. Бу бөлүмдә уйғур миллитиниң барлиққа келиш тарихини тәсвирлигән “оғуз қаған дастани” му орун алған. Униңдин башқа йәнә уйғурларниң орқон вадисида қурған қағанлиқи вә һәтта идиқут уйғур дөләтлири һәққидики баянларғиму йорун бәргән. У әсиридә уйғур миллити һәққидики қарашлирини мундақ хуласилигән: “уйғурларниң бир қисми миладидин бурунла хитайчида ‛тяншан‚, йәни ‛тәңритағ‚ дәп аталған қарлиқ тағниң җәнуби вә шималидики турпан тәвәликидә яшиған”. Клапрутниң мустәһкәм асаслирини рәт қилишқа амалсиз қалған шмит, қайта наразилиқ билдүрәлмигән.

Клапрутниң бу муһим мақалиси елан қилинип аридин 2 йил өткәндә, йәнә бир муһим испат оттуриға чиққан. Йәни фирансийәлик шәрқшунас җавберт (P. Jaubert) “уйғур һәрплири билән йезилған түркчә бир әсәр” дегән мақалисини елан қилған. У мақалисидә, 1798-1807-йиллири арисида истанбулдин сетивелип австрийәниң вина шәһиригә елип келингән мәшһур әсәр “қутадғу билиг” ни тонуштурған.

Шуниңдин кейин, уйғуршунаслиқниң явропадики тәрәққияти арқа-арқидин йүз бәргән мөҗизә характерлик йеңилиқлар билән раван вә утуқлуқ раваҗланған. 1893-Йили шу вақитқичә натонуш қалған орқун йезиқиниң сири йешилип, уйғур қағанлиқиниң шанлиқ тарихиға мунасивәтлик хатириләр оқулған. Арқидинла русийә, әнглийә, германийә, шиветсийә, фирансийә вә японийә қатарлиқ дөләтләр әвәткән тәвәккүлчиләрниң уйғур елидә байқиған уйғурларниң тили, әдәбияти вә мәдәнийитигә мунасивәтлик мирасларниң тонулуши билән уйғурларниң ана вәтининиң дуня мәдәнийәт бөшүклиридин бир болған шәрқий түркистан икәнлики техиму ениқ аян болған. Мана бу уйғуршунаслиқниң шәкиллинишидики дәсләпки дәвр иди.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.