“мәдәнийәт игидарчилиқи” һоқуқиниң охшимиған икки йүзи

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2025.03.12
qayturulghan-medeniy-yadikarliq.jpg Америка ню-йорк манхаттан районлуқ тәптиш мәһкимиси тәрипидин хитайға қайтуруп берилгән бир қисим мәдәнийәт ядикарлиқлири.
Baidu

Хитайниң “шинхуа” агентлиқи 4-март хәвиридә, хитай дөләтлик мәдәнийәт мираслирини башқуруш идарисиниң, Америка тәрипидин қайтурулған 41 Парчә мәдәнийәт ядикарлиқлири вә сәнәт әсәрлирини тапшуруп алғанлиқи хәвәр қилинған. Хәвәргә қариғанда, қайтуруп берилгән буюмларниң ичидә қаштеши, сапал буюмлар, фарфор, мис, бинакарлиқ әшялири, яғач оймилар, таш оймилар вә мис һәйкәл қатарлиқлар бар икән.

2009-Йили 1-айниң 14-күни хитай вә америка қошма шитатлири америка елип кәткән хитай дөлитигә тәвә болған мәдәнийәт ядикарлиқлирини 20 қетимға бөлүп қайтуруп бериш һәққидә өзара келишим имзалиған. “җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң хәвиридә ейтилишичә, шу қетимлиқ келишимдин кейин, икки дөләт һазирға қәдәр 4 қетим мәдәнийәт буюмлирини қайтуруп бериш мәсилиси үстидә һәмкарлишип тәхминән 594 парчиға йеқин буюмлар қайтурулған икән.

Қайтурулған мәдәнийәт ядикарлиқлириниң ичидә, йил дәври йеңи таш қораллар дәвридин мәнчиң сулалиси (1644-1911) дәвригә болған җәрянға вәкиллик қилидиған бир қисим сапал буюмлар, қаштеши, мис буюмлар, будда һәйкили вә тибәт сәнәт буюми қатарлиқ нәччә миң йиллиқ тарихқа игә буюмлар бар икән.

Хитай “йәр шари вақит гезити” ниң 7-марттики мәзкур вәқәгә даир хәвиридин мәлум болушичә, хитай дөләтлик мәдәнийәт ядикарлиқлири идарисиниң муавин башлиқи ло венли мухбирларға қилған сөзидә, “һәрқайси дөләт хәлқлириниң мәдәнийәт һоқуқи вә миллий һессиятиға һөрмәт қилиш, мәдәнийәт ядикарлиқи бихәтәрликигә капаләтлик қилиш - инсанийәт мәдәнийитини қоғдаш демәктур” дегән.

Хош, һәрқайси дөләт вә милләтләрниң мәдәнийәт һоқуқи вә миллий һессиятиға һөрмәт қилиштин сөз ечиватқан бу әрбаб, әҗәба уйғур мәдәнийәт мираслирини қоғдаштиму охшаш пиринсипқа әмәл қиливатамду-йоқ?!

Шуниси ениқки, хитай даирилири уйғурлар вәтинидин байқалған мәдәнийәт ядикарлиқлири болсун яки тарихтин буян шу земинда яритилған қәдимий қурулуш, мәсчит вә мазар-ханиқаларға охшаш мәдәнийәт мираслири болсун, уларниң һәммисигә қарита бузуп-чечиш, йоқитиш яки хитай мәдәнийитиниң бир қисми қилип көрситиш сияситини йүргүзмәктә. Очуқрақ қилип ейтқанда, хитай еғизида инсанийәт мәдәнийитини қоғдаш һәққидә тәшвиқат йүргүзүватқан болсиму, әмәлийәттә өз територийәсидики йәрлик милләтләрниң мәдәнийитини вәйран қилмақта.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 2022-йилдики толуқсиз истатистикисиға қариғанда, хитайдин елип кетилгән мәдәнийәт ядикарлиқлириниң сани 1милйон 600 миңдин артуқ болуп, һазир дунядики 47 дөләттики 200 гә йеқин музейда сақланмақта икән. Ундин башқа шәхсләрниң қолидиму йәнә сани ениқ болмиған нурғун мәдәнийәт байлиқлири сақланмақта. Бу буюмларниң чәт әлләргә елип кетилиши, 1840-йилдин 1945-йилғичә болған тарихий җәрянда йүз бәргән икән. Хитай мәнбәлиридә 1840-йиллардики әпюн уруши, хитай һазирқи заман тарихиниң башлиниш нуқтиси қилип шәрһләнгән болуп, хитай дөлитиниң феодал ханиданлиқидин йерим феодаллиқ, йерим мустәмликә дәвригә киргән бөлүнүш дәври һесаблиниду. Бу хил көзқарашқа асасән, хитай тәтқиқатчилири хитайдин булап кетилгән яки оғрилап елип кетилгән мәдәнийәт буюмлирини мустәмликичилик, җаһангирлик вә империялизминиң аҗиз әлләргә қилған мәдәнийәт таҗавузиниң мәһсули дәп қарайду. Хитай тәтқиқатчи чен рүйда өзиниң “өтмүшни әсләш: мустәмликә дәвридә йоқалған хитай мәдәнийәт буюмлирини қайтуруп келиш” намлиқ мақалисидә, хитай дөлитиниң йоқалған мәдәнийәт буюмлириниң йоқилиш сәвәблирини мундақ 3 түргә йиғинчақлайду: биринчиси, уруш вәйранчилиқи; иккинчиси, чәт әл експедитсийә әтрәтлириниң һәрикити; үчинчиси мәдәнийәт буюмлирини чәт әлгә әткәс қилиш. Чен рүйда мақалисидә йоқалған хитай мәдәнийәт ядикарлиқлириниң ичидә нуқтилиқ һалда ғәрбий-шимал райониға җайлашқан йипәк йолидики һинди вә оттура асия мәдәнийитини әкс әттүргән сәнәт әсәрлирини чәт әлләрдин қайтуруп әкелишниң муһимлиқини тәкитләйду. 2023-Йил 28-авғуст хитайда чиқидиған “йәршари вақит гезити” мәхсус тәһрират мақалиси елан қилип, бүйүк биританийә музейиниң өз дәвридә хитайдин елип кәткән мәдәнийәт буюмлирини қайтуруп беришни тәләп қилған.

Дәрвәқә, бүйүк биританийә музейида сақлиниватқан буюмларниң ичидә хитайға тәвә буюмлардин башқа йәнә тарим ойманлиқи, турпан ойманлиқи әтрапидики җайлардин, шундақла тибәт вә моңғул егизликлиридин елип келингән нурғун мәдәнийәт буюмлири сақланмақта. 19-Әсирниң ахири вә 20-әсирниң башлирида чәт әлләргә елип кетилгән уйғурларға аит мәдәнийәт буюмлири әнглийәдин башқа йәнә германийә, фирансийә, японийә, шиветсийә, финландийә вә русийә қатарлиқ дөләтләрниң музейлирида сақланмақта.

Шуни тәкитләш керәкки, тарихтин буян уйғурлар вә уларниң етник тәркиблири һесабланған милләтләр яшап кәлгән земинлардин қезивелинған, кейин түрлүк васитиләр билән чәт әлләргә елип кетилгән мәдәнийәт ядикарлиқлирини бүгүнки күндә өз игилиригә қайтуруш тоғра кәлсә, буларниң әң һәқдар игилири уйғурлардур, уларниң хитай дөлити билән һечбир алақиси йоқ, әлвәттә. Чүнки тарихтики ашу шанлиқ мәдәнийәт бина қилинған вә гүлләп-яшниған дәврләрдә, хитай сулалилириниң бу районларда һечқандақ сиясий яки мәдәнийәт җәһәттин игидарчилиқ һоқуқи болмиған. Шуңа чәт әлләргә елип кетилгән мәдәнийәт буюмлирини сүрүштүрүшкә тоғра кәлсә, униң һәқдарлиқ вә игидарчилиқ һоқуқи әң алди билән уйғурларға тәвә болуши керәк.

Хәвәрләргә қариғанда, хитай мәдәнийәт буюмлирини қоғдаш қануниниң йеңидин түзитиш берилгән нусхиси 2025-йил1-марттин башлап йолға қоюлидикән. Бу һәқтә уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт ядикарлиқлири идарисиниң муавин башлиқи җов җичең мухбирларға бәргән сөзидә, “шинҗаңдики мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдашта, тарихта шинҗаңниң хитай мәркизи һөкүмәтлири тәрипидин идарә қилинип кәлгәнлики һәмдә көп мәнбәлик дин вә мәдәнийәт пиринсипини асас қилиш керәк” ликини тәкитлигән. Хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян уйғур елиниң күсән, нийә вә бәшбалиқ қәдимки шәһәр харабиликлириға алаһидә диққитини берип, бу җайлардин тепилған асарәтиқиләр яки мәдәнийәт буюмлириға хитай мәдәнийитиниң тамғисини бесишни күчәп тәшвиқ қилип кәлмәктә.

Хитай һөкүмити мәдәнийәт буюмлирини қайтуруп келиштә, көп тәрәплимилик механизмлардин пайдилинип хәлқара келишимләр арқилиқ, бу мәдәнийәт байлиқлириниң өзигә тәәллуқ икәнликини базарға салмақта. Йәни хитай һөкүмити 1954-йили елан қилинған “гага әһдинамиси” (Hague Convention), 1970-йили елан қилинған “бирләшкән дөләтләр тәшкилати юнеско әһдинамиси” (UNESCO) вә 1995-йили елан қилинған “юнидроит әһдинамиси” (UNIDROIT) қатарлиқлардин пайдилинип, өзиниң тәләплирини хәлқара келишимләр билән қанунлаштурушқа урунған. 2020-Йили мартта хитай дөлити мәдәнийәт мираслирини қоғдаш вә мәдәнийәт мираслири әткәсчиликигә қарши туруш һәққидә 23 дөләт билән һәмкарлиқ келишими имзалиған.

Һалбуки, хитай һөкүмитиниң уйғурларға тәвә мәдәнийәт мираслирини вәйран қилиши болсун яки уларни өз игидарчилиқиға өткүзүп халиғанчә шәрһләш қилмиши болсун, буларниң һәммиси юқирида тилға елинған хәлқаралиқ әһдинамиләргә хилап һәрикәттур. Бу һәқтә корнел университетиниң тәтқиқатчиси, доктори магнус фискәсйө “хитайниң ирқий қирғинчилиқ саяһәт истратегийәси” намлиқ мақалисидә, хитайниң уйғур мәдәнийитини вәйран қилип, уни пәқәт музейлардила көргәзмә қилиш қилмиши, әмәлийәттә уларниң уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуруштики бир тәшвиқат қорали, халас, дәп көрсәткән.

Қисқиси, мәдәнийәт ядикарлиқлири яки мәдәнийәт байлиқлириниң игидарчилиқ һоқуқи әң алди билән шу мәдәнийәтни яратқан вә уни дуняға тәқдим қилған дөләт вә милләтниң қолида болуши керәк. Бу хәлқара мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдаш әһдинамилиридиму шундақ бәлгиләнгән. Дәрвәқә, бүгүнки күндә явропа музейлирида яки дунядики башқа һәрқандақ бир дөләтниң мәдәнийәт институтлирида сақлиниватқан уйғурларниң тарихтики мәдәнийәт буюмлирини өз игилиригә қайтуруш тоғра кәлсә, униң әң һоқуқлуқ һәқдар игилири уйғур хәлқидур. Һалбуки, бүгүнки күндә уйғурлар хитай мустәмликиси астида кишилик һәқ-һоқуқлиридин мәһрум яшаватқан бир шараитта, өзлириниң тарихтики бу шанлиқ мәдәнийәт мираслириға игә чиққудәк бир имканийәткә игә әмәс. Шуңа бүгүнки күндә явропа музейлирида сақлиниватқан уйғурларниң тарихтики бу шанлиқ мәдәнийәт мираслири таки уйғурларниң дөлити қурулуп униңға уларниң өзлири игә чиққудәк бир имкан яритилғучә, хитайниң игидарчилиқида әмәс, бәлки явропа музейлирида сақлиниши вә көргәзмә қилиниши әң бихәтәр йолдур. Чүнки уйғурларниң бу мәдәнийәт байлиқлири әгәр уйғурларға ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзүватқан хитайниң игидарчилиқиға өтсә, шәк-шүбһисизки, улар из-тизсиз йоқ қилиниду яки хитай мәдәнийитиниң йепинчиси кийдүрүлүп шәрһлиниду. Буни бүгүнки күндә уйғур елидики уйғурларға бағлиқ барлиқ мәдәнийәт әнәнилириниң вәйран қилиниши вә хитай мәдәнийитиниң бир қисми қилип көрситилиш оюнлири испатлимақта.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.