Қисқа хәвәрләр

Әнглийә һөкүмити уйғур қуллуқ әмгики сәвәбидин хитайда ишләнгән күнтахтиларни чәкләйдиғанлиқини елан қилди

Әнглийә һөкүмити чаршәнбә күни баянат елан қилип, өзиниң йеңидин қурмақчи болған дөләт игиликидики бүйүк британийә енергийә ширкитиниң тәминат зәнҗирлиридә мәҗбурий әмгәкниң йоқлуқиға капаләтлик қилидиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити америка билән хитай арисидики сода урушиниң ақивитидин қаттиқ әндишә қилмақта

Америка президенти трамп дуняниң сода тәртибини қайтидин тәңшәп чиқиш үчүн охшимиған дөләтләргә охшимиған дәриҗидә таможна беҗи қойған болсиму, әмма хитайға әң юқири дәриҗидә қоюп, өзи билән сода сөһбити елип барған дөләтләрниң хитай билән содисини чәклишини тәпәббус қилип кәлгән иди.

Америка президенти трамп хитай билән йеқинда таможна беҗи мәсилисидә келишидиғанлиқини елан қилди

Америка президенти доналд трамп пәйшәнбә күни америка билән хитай арисидики сода уруши үстидә тохталғинида, өзиниң хитай һөкүмити билән таможна беҗи мәсилисидә алдимиздики бир қанчә һәптидә келишидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

Украина һөкүмити қолида хитайниң русийәгә қорал-ярақ тәминлигәнликиниң дәлили барлиқини билдүрди

Украина һөкүмити өзиниң қолида хитайниң русийәгә қорал-ярақ тәминлигәнлики тоғрисида истиқбаратниң барлиқини билдүрди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши хәлқаралиқ меһманхана зәнҗирлириниң уйғур районида кеңийиватқанлиқини әйибләп доклат елан қилди

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) 17-апрел “қәйәрдә туришиңизниң әһмийити бар: шәрқий түркистандики хәлқаралиқ меһманхана зәнҗирлири” намлиқ бир доклат елан қилип, хәлқарадики чоң меһманхана зәнҗирлириниң уйғур районида зор көләмдә кеңийиватқанлиқини ашкарилиған.

Анализчилар: президент трампиниң хитайға қойған беҗи ши җинпиңниң һали әң хараб вақтиға тоғра кәлди

Алий тәтқиқатчи гордон чаң әпәндиниң қаришичә, хитайниң иқтисади һазир чөкүшкә башлиған болуп, униң вәзийити техиму начарлишидикән.

Шинҗаң һөкүмити йеқинда тәмбур чалған уйғур қизниң видийосини тартқан хитай сәнәткарни җазалиған

Шинҗаңда бир хитай сәнәткар тәмбур чалған уйғур қизниң видийосини рухсәтсиз тартқанлиқи үчүн “филим санаитини тәрғиб қилиш қануни”ға асасән 75000 йүән җериманә қоюлуп, қолланған апарат үскүнилири вә тартқан материяллири мусадирә қилинған.

Америка һөкүмитиниң хитайға қойған таможна беҗиниң омумий нисбити 245 пирсәнткә йәткән

Америка һөкүмити хитайниң өзигә қарши қойған “қайтурма зәрбә харәктерлик һәрикәтлири” сәвәбидин хитайниң америкаға експорт қилидиған маллири 245 пирсәнткичә таможна беҗи төләшкә мәҗбур болидикән.