зияпәткә әркин асия радиосиниң барлиқ ишчи-хизмәтчилири шундақла америка авази, әркин явропа радиоси қатарлиқ қериндаш радиолардин кәлгән меһманлар қатнашти.
зияпәткә йәнә америка радио-телевизийә башқуруш идарисидин кәлгән рәһбәрләрму иштирак қилди. зияпәт башлиништин бурун америка радио-телевизийә башқуруш идариси б б г ниң башлиқи валтер исаксин сөз қилип, әркин асия радиосиниң хизмәтлиригә юқири баһа бәрди.
радиойимизниң қурулуш йили хатириси билән елип берилған паалийәткә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимму шәрәп меһмини сүпитидә қәдәм тәшрип қилди. у бу җәрянда әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилип, әркин асия радиосиниң, авазини аңлиталмайватқан хәлқниң авази болуватқанлиқини билдүрди.
у җүмлидин радиониң уйғур бөлүминиң уйғур хәлқиниң дәрдини дуняға аңлитишта муһим рол ойнаватқанлиқини тәкитләп, буниң уйғурлар үчүн муһим әһмийәткә игә икәнликини ейтти.
әркин асия радиоси 1996-йили қурулған болуп, һазирғичә хитай, уйғур или, тибәт, берма, лаус, камбоджа қатарлиқ 9 дөләт вә районға аңлитиш берип кәлмәктә. әркин асия радиосиниң уйғурчә аңлитиш бөлүми 1998-йили тәсис қилинған.