әркин асия радиосиниң қисқа долқундики аңлитиши һазир хитайда йетәкчи аваз болуп қалди

вашингтон таймис гезитиниң баян қилишичә, америка радио идариси елип барған мустәқил тәтқиқатлар арқилиқ испатлинишичә, б б с, франсийә радиоси, америка авази қатарлиқ радио истансилириниң хитайға қаратқан қисқа долқундики аңлитиши тохтитилип, униң орнини интернеттики тор радиолири игилигәндин кейин, әркин асия радио истансисиниң қисқа долқундики аңлитиши хитайда йетәкчи аваз болуп қалди.

тед липенниң тәкшүрүп-тәтқиқ қилиш доклатида ейтилишичә, әркин асия радиосиниң аңлитиш тарихи америка авазидәк узун вә техи мәшһур болмисиму, әмма хитай әркин асия радиосиниң қисқа долқундики аңлитишлири, болупму хитайға даир хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидики мулаһизилири аңлиғучиларниң қизғин алқишиға еришкән, әмма хитай буниңға әң көп тосқунлуқ қилип кәлгән иди.

шуңлашқа америка радио идариси йеқинда, әркин асия радиосиниң хитайға қаратқан аңлитишлирини, болупму қисқа долқундики аңлитишлирини қайтидин тәңшәп күчәйтти.